Афғанистандики генрал абдиршит достумниң сайлам нәтиҗисини қобул қилиш сәвәплири һәққидә өткүзүлгән сөһбәт


2004.10.13

Шәнбә күни афғанистанға өткүзүлгән президент сайлими җәрянида йүз бәргән бәзи нуқсан вә усулсизлиқлар түпәйлидин сайламни қанунсиз дәп, сайлам нәтиҗисини етирап қилмайдиғанлиқини җакарлиған 15 президент намзатиниң бири болған өзбек генерали абдирешит достум бүгүн позитсийисини өзгәртип, сайлам нәтиҗисини қобул қилидиғанлиқини билдүрди.

Генерал достумниң афғанистанға өткүзүлгән президент сайлими һәққидики позитсийисиниң өзгәргәнликиниң асаслиқ сәвәби мәлум әмәс, бир қисим анализчиларниң ейтишичә, афғанистан хәлқиниң шәнбә күнидики президент сайлимини қаттиқ қоллап қувәтлиши, сайламдин нарази болған 15 пириздент намзатиниң сайламға болған қаришини өзгәртишкә мәҗбур қилған, йәнә бәзи хәвәрләргә қарғанда генрал достум төнүгүн америкиниң кабулда турушлуқ баш әлчиси зулмәй хәлимзат билән өткүзгән сөһбитидин кейин позитсийисини өзгәрткән икән.

Бу һәқтә техиму ениқ мәлуматқа игә болуш үчүн, истансимизниң афғанистанниң пайтәхти кабулда турушлуқ мухбири өмәр қанат, афғанистан миллий ислам һәркитиниң рәиси генрал абдиршит достумниң сиясий мәсләһәтчиси вә баянатчиси пәйзуллаһ әпәнди билән сөһбәт өткүзди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.