Өзбекистан әнҗан вәқәсиниң тутқунлирини сотлашқа башлиди
2005.09.20
Әнҗан вәқәсини уюштуруш қораллиқ исян көтүрүш билән әйибләнгән түркүмдики 15 киши дәсләпки түркүмдә сәйшәнбә күни өзбекистан тәптиш даирилири тәрипидин рәсми сот мәһкимисигә чиқирилди.
Өзбекистан даирилири тутқунларни ислами террорчилар, дәп әйиблигән, әмма кишилик һоқуқ тәшкилатлири керимоф һөкүмитиниң тутқунларға артқан җинайәтләрниң ишәнчликлики гуманлиқ, дәп қаримақта, өзбекистан һөкүмитини пуқраларни ялған гуваһлиқ беришкә мәҗбурлаш билән тәнқидлимәктә.
Өзбекистан али тәптиш мәһкимисиниң муавин баш тәптиши әнвәр нәбийев, сот мәһкимисидики әйибнамисида " уларниң мәқсиди чәтәл күчлириниң қоллиши астида вәзийәтни қалаймиқанлаштуруш, ахири уларниң мәнпәәти үчүн хизмәт қилидиған қорчақ дөләт қуруш," дәйду.
Мәркизи ню - йорктики кишилик һоқуқни көзүтүш тәшкилати, өзбекистан дөләт бихәтәрлик даирилириниң әнҗандики йәрлик пуқраларни ялған гуваһлиқ беришкә мәҗбурлимақта, дәп әйиплиди.
Кишилик һоқуқни көзүтүш тәшкилатиниң явропа вә оттура асия ишлири дериктори холлий картнер, " өзбекистан һөкүмити қирғинчилиқ елип барғанларни сүрүштүрүш орни, мәсулийәтни үстигә елишни рәт қилип, гуваһчиларни җимиқтурмақта," деди.
Өзбекистан али тәптиш мәһкимисиниң муавин баш тәптиши әнвәр нәбийев, әнҗан вәқәси һизбул тәқрир вә өзбекистан ислам һәрикити тәрипидин уюштурулғанлиқини илгири сүргән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кишилик һоқуқ тәшкилатлири өзбекистанға имбарго қоюшни тәләп қилди
- Өзбек –қирғиз мунасивәтлиридики ихтилаплар көпәймәктә
- Өзбекистан әнҗан вәқәсидики " террорчилар" 20 - сентәбирдин башлап сотлайду
- Өзбекистан әнҗан вәқәсидә қирғизистанниң қоли бар, дәп әйиплиди
- Қирғизистан даирилири, қирғизистандики өзбек мусапирлирини яврупа дөләтлиригә әвәтидиғанлиқини билдүрди