Өзбекистан әнҗан вәқәсидики " террорчилар" 20 - сентәбирдин башлап сотлайду
2005.09.06
Өзбекистан даирилириниң сәйшәнбә күни ашкарилишичә, өзбекистан һөкүмити әнҗан вәқәси үстидин хәлқара тәкшүрүш елип беришни рәт қилғандин кейин, даириләр 20 - сентәбирдин башлап әнҗан вәқәсини қозғиди, дәп әйибләнгән тунҗи түркүмдики 100 дин артуқ тутқунни рәсми сотлайдикән.
Кишилик һоқуқ тәшкилатлири 13 - майда йүз бәргән вәқәдә 500 дин 800 гичә пуқраниң өзбек аманлиқ күчлири тәрипидин өлтүрүлгәнликини билдүрмәктә. Әмма даириләр вәқәдә 187 кишиниң өлгәнликини илгири сүрүп, буниң 94 нәпири террорчилар тәрипидин өлтүрүлгән, дәп елан қилди.
Ройтерс ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, өзбекистан али тәптиш мәһкимиси вәқәдики әң актип шәхсләр, дәп қаралған 15 киши үстидин әйипнамә һазирлап сот мәһкимисигә тапшурған.
Өзбекистан али тәптиш мәһкимиси баянатчисиниң тәкитлишичә, қалған 106 нәпәр тутқунниң дилоси ахирлишип қалған. Тәптиш даирилири сотниң очуқ - ашкарә өткүзилидиғанлиқини билдүрди.
Өзбекистан даирилири шаңхәй гуруһидики хитай, русийә, қазақистан қатарлиқ дөләтләрниң вәқә йүз бәргән районда тәкшүрүш елип беришкә тәклип қилған иди. Ғәрб әллири өзбекистан һөкүмити тәрәпсиз хәлқара тәкшүрүш елип беришни рәт қилғандин кейин, шаңхәй гуруһидики дөләтләр һазирлиған вәқә тоғрисидики матирялларни қобул қилишни рәт қилған.
Әнҗандики вәқәдин кейин өзбекистан америкидин ханабад һава армийә базисидики америка қошунлирини елип чиқип кетишни тәләп қилди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Өзбекистан әнҗан вәқәсидә қирғизистанниң қоли бар, дәп әйиплиди
- Өзбекистанда азадлиқ радиосиниң мухбири 6 ай қамақ җазасиға һөкүм қилинди
- Оттура асия демократлири бирләшти
- Қирғизистан даирилири, қирғизистандики өзбек мусапирлирини яврупа дөләтлиригә әвәтидиғанлиқини билдүрди
- Қирғизистан өзбек мусапирларни 10 күн ичидә 3 - бир дөләткә орунлаштурушни тәләп қилди