Қирғизистан вақитлиқ һөкүмити ақайефниң бихәтәрликигә капаләтлик қилмақчи


2005.03.30

Қирғизистанниң вақитлиқ һөкүмити, әгәр әсқәр ақайеф қирғизистанға қайтип келип хизмитидин истипа бәрсә, униң қирғизистандики бихәтәрликигә капаләтлик қилидиғанлиқини билдүрди.

Өктичиләрниң рәһбири һәмдә нөвәттә қирғизистан вақитлиқ һөкүмитиниң бихәтәрлик ишлириға мәсул болған феликс қулуф чаршәнбә күни, әсқәр ақайеф қирғизистанға қайтип кәлсә, қирғизистан вақитлиқ һөкүмити, униң шәхсий бихәтәрликигә капаләтлик қилипла қалмастин, униң мүлүклириниму қоғдайдиғанлиқини шундақла униң әркин паалийәт қилишиғиму капаләтлик қилидиғанлиқини билдүрди.

Қирғизистанниң сабиқ президенти әсқәр ақайеф сәйшәнбә күни русийә телевизийисиниң зияритини қобул қилғанда, әгәр униң бихәтәрлики капаләткә игә қилинса, истипа беришни халайдиғанлиқини билдүрди. Әмма у йәнә, өзиниң һазир йәнила қирғизистан президенти икәнликини әскәртти.

Вақитлиқ һөкүмәт үчүн әсқәр ақайефниң истипа бериши муһим әһмийәткә игә болуп, бу, дөләт сияситиниң қанунлуқ йолда елип берилишиға пайдилиқ.

Өткән һәптә қирғизистандики өктичиләр чоң көләмдә намайиш өткүзүп, президент сарийини қамал қилғандин кейин, президент әсқәр ақайеф қирғизистандин қечип кәткән иди. Буниңдин сирт йәнә, нөвәттә президент сарийидики нурғун һөҗҗәтләрниңму йоқап кәткәнлики мәлум болмақта. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.