Оттура асия һәмкарлиқ тәшкилатиниң башлиқлар йиғини өткүзүлди


2004.10.17

Қазақ, қирғиз, өзбек, афған вә русийиләрни өз ичигә алған оттура асия һәмкарлиқ тәшкилатиниң башлиқлар йиғини таҗикистан пайтәхти дүшәнбидә башланди. Қирғизистан президенти акайеф, қазақистан президенти назарбайеф, өзбекистан призденти кәримофлар йәкшәнбә күни дүшәнбигә йетип кәлгән. Йиғинниң һәқиқи күнтәртипи дүшәнбә күни башлиниду. Афғанистан бу қетимқи йиғинға президент һамит карзайниң қатнишалмайдиғанлиқини елан қилди. Карзайниң орниға афғанистанниң муавин президенти һедайәт әмин пәншери қатнишиду. Русийә президенти владимир путин шәнбә күни таҗикистанға кәлгән.

У йәкшәнбә күни таҗикистандики русийә армийисиниң һәрбий базисини ечиш мурасимиға қатнашти. Дүшәнбидики йиғинниң күнтәртипи террорчилиқ вә зәһәрлик чекимлик тиҗаритигә қарши һәмкарлиқ, су мәсилиси, енергийә мәнбәлирини ечиш, хәлқара транспорт каридори, деһқанчилиқ вә санаәт саһәсидики һәмкарлиқ түрлирини өз ичигә алиду. Оттура асия һәмкарлиқ тәшкилати қазақистан, қирғизистан, өзбекистан вә таҗикистанлар тәрипидин 2002 - йили қурулған. Кейин бу тәшкилатқа русийә билән афғанистан әза болуп киргән. Мәзкур тәшкилат йилда бир қетим башлиқлар йиғини өткүзүп кәлмәктә. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.