Русийә, хитай вә һиндистанниң ташқи ишлар министирлири алмаатада учрашти
2004.10.21
Русийә, хитай вә һиндистанниң ташқи ишлар министирлири пәйшәнбә күни қазақистанниң алмаата шәһиридә бир ариға килип, террорчилиққа қарши һәмкарлиқни күчәйтидиғанлиқини билдүрди.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқниң хәвиригә қариғанда, русийә ташқи ишлар министири сергий лавроф, хитай вә һиндистан ташқи ишлар министирлики билән афғанситан вә ирақ вәзийити, зәһәрлик чикимликкә қарши туруш мәсилилиридиму сөһбәтләшкәнликини билдүргән.
Хитай ташқи ишлар министири ли җавшиң, ядро қоралға игә бу үч чоң дөләтниң йәнә енергийә һәмкарлиқини күчәйтиш һәққидиму музакирә елип барғанлиқини көрсәткән.
Бу үч дөләтниң рәһбәрлири җүмә күни алмаатада ечилидиған асияда ишәнч турғузуш вә һәмкарлиқни күчәйтиш кеңишигә әза дөләтләрниң ташқи ишлар министирлириниң йиғиниға қатнишиш үчүн қазақистанға кәлгән иди. Мәзкүр кеңәштики 17 дөләтниң җүмә күнидики йиғинида раюнниң бихәтәрликини күчәйтидиған бир пиланни қубул қилидиғанлиқи билдүрүлмәктә. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ш һ т терроризм вә иқтисадий һәмкарлиқни күчәйтиш қарариға кәлди
- Франсийә президенти ширак, хитай билән һәмкарлиқни күчәйтишни оттуриға қойди
- Оттура асия һәмкарлиқ тәшкилатиниң башлиқлар йиғини өткүзүлди
- Русийә таҗикистанда һәрбий база қурди
- Хитай баш министири вен җябав росийәни зиярәт қилди
- Көзәткүчиләр қазақистандики сайламниң әркин вә адаләтлик өтмигәнликини билдүрмәктә
- Қазақистанда парламент сайлими өткүзүлди
- Җәнубий корийә призденти қазақистанни зиярәт қилди
- Айтматоф, ортақ түркий тил тәрәққияти һәққидә тохталди