Мустәқил дөләтләр һәмдостлуқи парчилинишқа қарап йүзләнмәктә
2005.08.28
26-Авғуст күни татаристанниң пайтәхти қазанда өткүзүлгән мустәқил дөләтләр һәм достлуқиға әза дөләтләр башлиқлириниң йиғинида мәзкур тәшкилатини тарқитиветиш тәклипи музакирә қилинған болсиму, әмма нәтиҗә қазиналмиди. Лекин йиғин қатнашқучилири бирдәк һалда мустәқил дөләтләр һәмдостлуқини ислаһ қилип, уни қайта тәшкилләшни қарар қилди. Бу асаслиқи мәзкур тәшкилатниң унумдарлиқини ашуруш, униң паалийәтлирини иқтисадий җәһәттин тәминләш вә башқиларға қаритилған.
Мустәқил дөләтләр һәмдостлуқиға әза дөләтләр башлиқлириниң йиғинида қанунсиз көчмәнләр мәсилиси вә терроризмға қарши күрәш қилиш мәсилилиридә келишим һасил қилинған.
Совет иттипақиниң йимирилиши билән шәкилләнгән мустәқил дөләтләр һәмдостлуқи мәвҗут болған 13 йилдин буян күнсайин парчилинишқа қарап йүзләнмәктә.
Мустәқил дөләтләр һәмдостлуқиға әза дөләтләр йилдин –йилға өз алдиға сиясәт бәлгиләшкә қарап тәрәққи қилип, бурунқи бир гәвдиликтин айримилиққа қарап йүзләнгән болуп, һәтта демократик инқилаб ғәлибә қилған украинийә, грузийә вә қирғизистан бирлишип, өз алдиға айрим бир район характерлиқ хәлқаралиқ тәшкилат қурушқа қарап йүзләнгән һәмдә мустәқил дөләтләр тәшкилатини ислаһ қилишни, бу районда демократийини илгири сүрүшни оттуриға қоймақта. (Үмидвар)