Бақийеф, америка һәрбий қисимлириниң қирғизиситанда турушини қайтидин көздин көчүридиғанлиқини оттуриға қойди


2005.07.11

Қирғизистанниң йеңи президенти болуп сайланған қурманбек бақийеф, америкиниң һәрбий қисимлирини қирғизистанда турғузуш мәсилиси қайтидин музакирә қилиниши керәк, деди.

Қурманбек бақийеф дүшәнбә күни қирғизистан президент сайлимида ғәлибә қилғандин кейин, мухбирларға бәргән тунҗи баянатида, "афғанистанда президент вә парламент сайлими өткүзүлди. Афғанистанда вәзийәт муқимлашти. Шуниң үчүн әмди биз америка һәрбий қисимлириниң қирғизистанда турушиниң зөрүр яки әмәсликини қайтидин музакирә қилишимиз керәк. Бу мәсилиниң қачан вә қандақ музакирә қилинидиғанлиқи техи мәлум әмәс", деди.

Хитай вә русийиниң рәһбәрликидә паалийәт елип бериватқан шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң дөләт вә һөкүмәт рәһбәрлири, өткән һәптә қазақистанниң пайтәхти астанада өткүзгән алий дәриҗилик йиғини җәрянида, америкидин оттура асиядики һәрбий қисимлирини чекиндүрүш үчүн ениқ бир вақит бәлгилишини тәләп қилған иди.

Лекин америка ташқи ишлар министири кондализа райис, йәкшәнбә күни бейҗиңда мухбирларға бәргән баянатида, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң оттура асиядики һәрбий қисимлирини чикиндүрүш тоғрисидики тәлипини рәт қилип, афғанистанда террорчилиққа қарши урушниң һелиму давамлишиватқанлиқини тәкитлигән. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.