Қирғизистан һөкүмити, қирғизистандики америка қисимлириниң узун муддәт бу дөләттә туридиғанлиқини билдүрди
2005.07.26
Дүшәнбә күни қирғизистанда зиярәттә болған америка мудапиә министири доналд рамсфелд билән көрүшкән қирғизистан рәһбәрлири, қирғизистандики америка һәрбий қисимлириниң афғанистандики вәзийәт оңшалғичә бу дөләттә туралайдиғанлиқини билдүргән.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, қирғизистан мудапиә министири генерал исмаил исақоф бешкәктә, америка мудапиә министири доналд рамсфелд билән бирликтә өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, америкиниң манас һәрбий базиси афғанистандики вәзийәт оңшалғичә паалийитини давамлаштуриду, деди
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң дөләт вә һөкүмәт рәһбәрлири йеқинда қазақистанниң пайтәхти астанида өткүзгән алий дәриҗилик йиғинида бир қарар лайиһиси мақуллап, америка һөкүмитидин оттура асиядики һәрбий қисимлирини чикиндүрүп чиқиш үчүн ениқ бир вақит бәлгилишини тәләп қилған иди.
Қирғизистан президенти қурманбек бақийеф 10 июл күни өткүзүлгән сайламда қирғизистан президенти болуп сайланғандин кейин бәргән баянатида, афғанистанда вәзийәт муқимлашқанлиқини, америкиниң қирғизистандики әскәрлирини чикиндүрүп чиқип кетиш вақти кәлгәнликини билдүргән иди.
Бешкәктә америка мудапиә министири доналд рамсфелд билән учрашқан қирғизистан мудапиә министири исақоф, америка һәрбий қисимлириниң қирғизистанда туруши, афғанистандики вәзийәтниң тәрәққиятиға бағлиқ, афғанистанда вәзийәт муқимлашқандин кейин, америка һәрбий қисимлириниң туруши үчүн һаҗәт қалмайду. Лекин, һазир афғанистандики вәзийәт техи муқимлашмиди. Бу мәсилидә мән америка мудапиә министири билән охшаш көз қарашта, деди.
Рамсфелд сәйшәнбә күни қирғизистандики зияритини ахирлаштуруп таҗикистанға берип, таҗикистан президенти имамәли рахманоф вә мудапиә министири генерал ширәли хәйрулллайоф билән учрашти.
Хәвәрләргә қариғанда, таҗикистан рәһбәрлири, америкиниң афғанистандики һәрбий һәрикәтлирини қоллайдиғанлиқини тәкитләп, америкиниң йәнила таҗикистандики һәрбий базилардин пайдилиналайдиғанлиқини билдүргән. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка дөләт мудапиә министири доналд рамсфелд оттура асияда
- Доналд рамсфилд, қирғизистанни америка базиси мунасвити билән зиярәт қилди
- Русийә, қирғизистандики һәрбий базисида турушлуқ қисимлирини көпәйтмәкчи
- Хитай һөкүмити, америка қошун чекиндүрүш тоғрисидики тәләпләр һөрмәт қилиши керәк, деди
- Түркийә мутәхәссислириниң қирғизистан һәққидики қарашлири