Өзбекистан америка һәрбий базисини тақашни елан қилди


2005.07.31

Америка авази радиосиниң учуриға қариғанда шәнбә күни америкиниң ташкәнттә турушлуқ әлчиханиси өзбекистан тәрәпниң бир парчә дипломатийилик һөҗҗитини тапшуривалған болуп, ташкәнт даирилири америкиниң қарши-хан абадтики һәрбий базисини тақашни, алтә ай ичидә у җайдики әскәрлири вә һәрбий әслиһәлирини йөткәп чиқип кетишни рәсми тәләп қилған.

Буниңдин илгири америка дөләт мудапиә министири қирғизистан вә таҗикистанни зиярәт қилғанда у, әгәр өзбекистанниң хан абадтики һәрбий базини ишләтмәсликни тәләп қилса, америкиниң өз қошунлирини елип чиқип кетишкә тәйяр икәнликини билдүргән иди.

Өзбекистандики америка һәрбий базиси афғанистандики талибанларға қарши уруш башланғанда тәсис қилинған, әмма бу йилқи әнҗан вәқәсидин кейин америка ислам керимофни тәнқид қилғанлиқи үчүн униң позитсийиси өзгирип, хитай билән русийиниң қойниға өзини атқан һәмдә америкини өз әскәрлирини елип чиқип кетишни тәләп қилған иди. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.