Өзбекистандин қошун чекиндүрүш афғанистандики һәрбий паалийәтләргә тәсир йәткүзмәйду
2005.08.01
Дүшәнбә күни америка һәрбий хадимлири, өзбекистан һөкүмитиниң америка қошунлирини ханабад һәрбий базисидин чиқириш қарари, афғанистандики һәрбий паалийәтләргә һечқандақ тәсир йәткүзмәйду, деди.
Өзбекистан һөкүмити җүмә күни америкидин һәрбий қисимлирини ханабад базисидин елип чиқип китишини тәләп қилған. Америка -11 сентәбир террорлуқ һуҗумидин бири мәзкур базидин афғанистандики һәрбий вә инсанпәрвәрлик паалийәтлири үчүн пайдилинип келивататти.
Америкиниң афғанистандики қошунлириниң баянатчиси полковник җим йонтис кабулда мухбирларға бәргән баянатида, "өзбекистан һөкүмитиниң қарари, бизниң афғанистанда елип бериватқан һәрбий паалийәтлиримизгә һечқандақ тәсир йәткүзмәйду" деди.
Өзбекистан һөкүмити, америка қошунлирини ханабад һәрбий базисидин нимә үчүн чиқириш қарариға кәлгәнлики тоғрисида һечқандақ сәвәп көрсәтмигән. Әмма өзбекистан һөкүмити май ейида әнҗан шәһиридә елип берилған наразилиқ намайишини қанлиқ бастурғандин бери, өзбекистан америка мунасивәтлири күнсери начарлашмақта. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қирғизистан йәнә бир қетим хитайниң қирғизистанда һәрбий база қуралмайдиғанлиқини җакарлиди
- Өзбекистан америка һәрбий базисини тақашни елан қилди
- Америка- өзбекистан мунасивәтлири кәскинләшти
- Иваноф, русийиниң америка һәрбий қисимлири тоғрисида оттура асия дөләтлиригә бесим ишләткәнликини рәт қилди
- Қазақистандики сиясийон шәрпбег америка қошунлири мәсилиси һәққидә тохталди