Қирғизистанда америкини қоллаш намайиши йүз бәрди
2005.12.11
Қирғизистан агентлиқлириниң хәвәр қилишичә, өткән һәптидә бишкәк шәһиридики һөкүмәт бинаси алдида, америкиниң қирғизистанда һәрбий базисини қоллаш намайиши йүз бәргән болуп, ferghane.ru Агентлиқиниң учуридин қариғанда, " қирғизистан- америка достлуқ комитети" дәп аталған бир тәшкилатниң әзалири қоллирида қирғизистан вә америка байрақлирини көтүрүшүп, өзлириниң бир қисим қирғизистан һөкүмәт даирилирида мәвҗут америкиниң бешкәктики һәрбий базисини елип чиқип кетиш хаһишлириға болған наразилиқлирини билдүргән.
Улар " америка демократийә вә муқимлиқниң капалити" дегәндәк пилакатларни көтүргән болуп, америка-қирғизистан достлуқ комитетиниң муавин башлиқи асанқулоп, қирғизистанниң әтраптики хитай вә өзбекистан билән көп мәсилилири барлиқини, әгәрдә қирғизистанда америка һәрбий базиси турса, "хитайниң йеқинқи 50 йил ичидә қирғизистанни бесивелишиниң әмәлгә ашмайдиғанлиқини", америкиниң қирғизистанни хитайниң бесивелишидин қоғдайдиғанлиқини билдүргән. Бу намайишчилар йәнә америка президентиға хәт йезип, америкиниң қирғизистандики һәрбий базисиниң давамлиқ мәвҗут болуп турушини қоллайдиғанлиқлирини изһар қилған.
Қирғизистан инсан һоқуқи комитетиниң рәиси рамизан дирилдайевниң ейтишичә, нөвәттә, президент қурманбек бақийевниң хәлқ ичидики тәсири бурунқиға қариғанда чүшүп кәткән. (Үмидвар)