Қирғизистан америкидин һәрбий базисиға төләйдиған иҗарә һәққини өстүрүшни тәләп қилди

Қирғизистан президенти чаршәнбә күни америка даирилири әгәр бу йәрдики һәрбий базисиниң иҗарә һәққини 6‏-айниң 1‏-күнигичә өстүрүшкә қошулмиса, америка һәрбий базисини тақивитидиғанлиқи тоғрисида тәһдит қилди.

Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, қирғизистан президенти қурманбек бақийеф телевизорда қилған сөзидә, " қирғизистанниң келишимни бузушни ойлишиш һоқуқи бар" дәп көрсәтти һәмдә әгәр америка даирилири билән бу һәқтә елип бериливатқан сөһбәт 1‏- ийонғичә нәтиҗә һасил қилмиса, америкиниң һәрбий базисини тақайдиғанлиқини агаһландурди. Америкиниң қирғизистандики әлчиханиси бу һәқтә техи инкас қайтурмиди.

Америкиниң қирғизиситандики һәрбий базиси ақайеф дәвридә афғанистандики урушқа ярдәм қилиш мәқситидә қурулған болуп, ақайефтин кейин тәхткә чиққан бақийеф америкиниң бу йәрдики һәрбий базисиниң иҗарә һәққини әслидики 2 милйон доллардин бирақла 207 милйон долларға көтүргән. Америка һөкүмити илгири америкиниң иҗарә һәққини юқирирақ көтүрүшкә қошулидиғанлиқини ейтқан болсиму, лекин қанчилик беришни халайдиғанлиқини демигән иди.

Хәлқ инқилави арқилиқ һоқуқни тартивалған бақийеф тәхткә чиққандин кейин, дөләт ичи вә сиртидики бир қисим демократчилар вә америкиниң қирғизистандики әлчиханиси тәрипидин бурун бәргән демократик ислаһат елип бериш вәдисини орундиялмиғанлиқи һәмдә тәшкиллик җинайәтләргә үнүмлүк зәрбә берәлмигәнлики билән әйибләнгән иди. Бәзи анализчилар бақийефниң русийә вә хитайниң йолйоруқи билән америка һәрбий базисиниң иҗарә һәққини қәстән өстүрүватқанлиқини, әксичә русийә һөкүмитиниң қирғизисстандики һәрбий базисиға болса һечқандақ пул төлимәйдиғанлиқини билдүрмәктә. (Пәридә)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org