Бақийев америка армийә базиси һәққидә тохталди
2006.05.21
Қирғизистанда интернет арқилиқ тарқитилидиған "gazeta.kg "Ниң хәвәр беришичә, қирғизистан президенти қурманбек бақийев 19-май күни бишкәктә чәтәллик мухбирларға сөз қилип, бишккәкниң манас айродромидики америкиниң "ганси" дәп аталған һава армийә базисиниң йеңи кира һәққи тоғрисида америка билән содилашмайдиғанлиқини билдүргән. Чүнки, қирғизистан бу базиниң йеңи кира һәққи сүпитидә америка һөкүмитигә 200 милйон доллар төләш һәққидә тәләп қойған болуп, бишкәк даирилири изчил түрдә бу тәлипидин янмиған иди.
"Биз бу мәсилидә америка билән содалашмаймиз " дәп кәскин билдүргән президент қурманбек бақийев чәтәл мухбирлириға йәнә " афғанистандики урушниң ахирлашқиниға бәш йил өтти. Биз америкиға бу базиниң һәққи һәққидә конкрет һесаб бәрдуқ. Әгәр америка қошма шитатлири бу баһа асассиз дәп қариса, бу чағда улар бизни башқа усул билән қайил қилиши керәк" деди.
Хәвәрдин ашкарилинишичә, қирғизистан президенти сөзидә йәнә " қирғизистанниң америка қошунлириға бу айродромни беришигә сәвәб болған талиплар һазир йоқ !" дәп тәкитләш арқилиқ, афғанистандики вәзийәтнң өзгәргәнликини әскәрткән.
Қирғизистандики америка һәрбий базиси хитай билән русийиниң алаһидә диққитини қозғиған болуп өткән йилидики шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң алий дәриҗиликләр йиғинида америкиниң өз базисини тақаш күн тәртипини бекитиш тәләп қилинған болсиму, әмма, кейин бишкәк рәһбәрлири бу базиниң давамлиқ турушиға қошулидиғанлиқини билдүргән иди. Бирақ, йеқиндин буян улар қайтидин мәзкур мәсилини йәнә көтәрди.(Үмидвар)