Қурманбек бақийеф америка - қирғизистан иҗарә һәққи ихтилапида тез бирликкә келишни тәләп қилди


2006.06.05

Қирғизистан президенти қурманбек бақийеф дүшәнбә күни бу дөләттики америка һава армийә базисиниң иҗарә һәққи мәсилисидә икки тәрәпниң тезрәк бирликкә келишни тәләп қилди. Базиниң иҗарә һәққини чөридигән бу ихтилап қирғизистандики америка һава армийә базисиниң келәчикигә тәһдит салмақта иди.

Президент бақийеф ишханисиниң ашкарилишичә, қирғизистан президенти америка билән болған бу сөһбәт " бизниң иқтисади мәнпәәтимиз вә муһит мәсилисидики әндишилиримизни көздә тутқан һалда имканийәтниң беричә тезрәк һәл болушини үмид қилимиз " дәп тәкитлигән. Америка даирилири билән қирғизистан һөкүмити өткән һәптә базиниң иҗарә һәққидә тоғрисида 2 күн сөһбәт елип барған болсиму,лекин келишим һасил қилалмиди. Тәрәпләр давамлиқ сөһбәт өткүзүшкә мақул болған. Президент бақийеф , әгәр америка 1 - июнғичә қирғизистан билән келишим һасил қилмиса, манас базисидики америка қисимлириниң чиқип кетишини тәләп қилимиз, дәп тәһдит салған, лекин у бу сөзлирини кейинрәк қайтурувалди.

Қирғизистан америкидин манас һава армийә базисиниң иҗарә һәққи үчүн йилда 200 милйон доллар төләшни тәләп қилмақта. Америка иҗарә һәққини үстүрүшкә мақул болған, лекин қирғизистан тәрәп тәләп қилған иҗарә соммисини рәт қилмақта.

Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, афғанистан дөләт мудапиә министири абдулрәһим вардақ дүшәнбә күни қирғиз дөләт мудапиә министири исмайил исақофқа телефон қилип, қирғизистандики америка базиси афғанистанниң муқимлиқи үчүн муһим рол ойнаватқанлиқини тәкитлигән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.