Америкиниң қирғизистан манас базисидики бир хадими йоқап кәтти


2006.09.06

Америкиниң қирғизистандики әлчиханисиниң мәлум қилишичә, америкиниң қирғизистандики манас һәрбий базисида хизмәт өтәйдиған бир нәпәр америка пуқраси йеқинда йоқап кәткән.

Бу вәқә, америка даирилири бу һәрбий база һәққини иҗаригә елиш һәққи тоғрисида қирғизистанниң тәлипигә қошулуп бир нәччә һәптидин кейинла йүз бәрди. Ройтерс агентлиқиниң билдүрүшичә, бу хадим сәйшәнбә күни манас базисидики башқа хизмәтдашлири билән база рғачиққан вақтида йоқап кәткән.

Америка даирилири гәрчә бу хадимниң салаһийитини елан қилмисиму, лекин манастики һәрбий хадимлар ақ тәнлик бир аялни издәшкә башлиған. Қирғизистанда өткән йили сабиқ президент әсқәр ақайефни ағдуруш йолида зораванлиқ намайиши йүз бәргәндин буян, пүтүн қирғизистанни муқимсизлиқ қаплиди.

Қирғизистан даирилири америка билән манаста турушлуқ һәрбий базисиға қойидиған иҗарә һәққини юқири көтүрүш мәсилисидә хели талаш-тартиш қилишқан һәтта әгәр америка қирғизистанниң тәлипигә қошулмиса, у һалда қирғизистанниң манастики бу америка базисини тақиветидиғанлиқини агаһландурған иди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.