Америка, қирғизистан һөкүмитиниң америкилиқ әскәрни сотлаш тәлипини рәт қилди


2006.12.18

Бешкәктики америка баш әлчилики дүшәнбә күни қирғизистан һөкүмитиниң бир қирғиз пуқрасини өлтүрүвәткән америка әскирини қирғизистан қанунлириға асасән сотлаш тәлипини рәт қилди.

Америка баш әлчиханиси бир баянат елан қилип, 2001‏- йили америка билән қирғизистан оттурисида имзаланған келишимдә икки дөләтниң қирғизистандики америка әскәрлириниң америка қанунлириниң капалити аситда болидиғанлиқи тоғрисида келишкәнликини билдүрди. Лекин баянатта, қирғиз сақчи даирилириниң америка әскиридин сорайдиған суаллирини алдин америка хадимлириға суналайдиғанлиқи һәмдә америка хадимлири тәрипидин елип берилидиған тәкшүрүшкә қатнишалайдиғанлиқи әскәртилгән.

Бешкәк әтрапиға җайлашқан манас айродромидики америка һәрбий базиси тәрипидин елан қилинған баянатта билдүрүлүшичә, 6 ‏- декабир күни йүз бәргән вәқәдә америка әскири камаз шопури тәрипидин тәһдит қилинғандин кейин, өзини қоғдаш үчүн уни өлтүргән. Баянатта, америка һәрбий түзүм вә әдлийә бәлгилимилиригә асасән, керәклик тәдбирләр елиндиғанлиқи әскәртилгән.

Қирғизистан ташқи ишлар министирлиқи, америкидин америкилиқ әскәрниң қирғизистан қанунлириға асасән җавабкарлиққа тартилишиға йол қоюшини тәләп қилған иди.

Қирғизистан парламенти җүмә күни, манастики америка һәрбий базиси хадимлирини қирғиз даирилириниң вәқә һәққидә тәкшүрүш елип беришиға рухсәт бәрмиди дәп әйибләп, қирғизистан һөкүмитидин америка һәрбий базисиниң паалийитини қайтидин көздин көчүрүшни тәләп қилған иди. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.