Һөсәйинҗан қаримни қутқузуш паалийәтлири қанат яймақта
2006.04.13
Һөсәйинҗан қаримниң өзбекистан даирилири тәрипидин тутулғанлиқ хәвири тарқалғандин кейин, дунядики пүтүн уйғур тәшкилатлири, һөсәйинҗан қаримни қутқузуш үчүн җиддий паалийәт башлиди.
Уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим америкида турушлуқ канада баш әлчисигә хәт йезип, канада һөкүмитидин һөсәйинҗан қаримни қутқузуш үчүн җиддий тиришчанлиқ көрситишни тәләп қилди. Рабийә ханим канада баш әлчисигә язған хеитидә, уйғуларниң нөвәттики әһвали тоғрисида мәлумат берип, әгәр һөсәйнҗан қарим өзбекистан һөкүмити тәрипидин хитайға қайтурулса, униң қандақ дәһшәтлик бир ақивәткә дуч келидиғанлиқини чүшәндүргән.
Мәркизи германийиниң мюнхен шәһиридики дуня уйғур қурултийиму германийидә турушлуқ канада баш әлчисигә хәт йезип, канада һөкүмитидин һөсәйинҗан қарим мәсилсигә наһайити җиддий қаришини тәләп қилған. Шундақла уйғур америка бирләшмиси һәм вашнгтонда турушлуқ канада баш әлчисигә һәмдә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириға мураҗәт қилип,улардин һөсәйинҗан қаримни қутқузуш үчүн барлиқ тиришчанлиқини көрситишини тәләп қилған.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати болупму мәркизи америкиниң нюйорк шәһиридики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати қатарлиқ хәлқара тәшкилатларму һөсәйинҗан қаримниң мәсилисигә қаттиқ көңүл бөлөватиду.
Һөсәйинҗан қарим канада пуқраси болғанлиқи үчүн, уни қутқузуш паалийитиниң асаслиқ қисми канада уйғур бирләшмиси тәрипидин елип берилмақта. Канада уйғур бирләшмисиниң рәиси мәмәт тохти, һөсәйинҗан қаримни қутқузуш үчүн һазирғичә елип берилған паалийәтләр һәққидә мәлумат бәрди. (Өмәр қанат)