Таҗикистан "түркистан ислам һәрикити" тәшкилатини инкар қилди

Таҗикистан ички ишлар министирлиқи "түркистан ислам һәрикити" дәп аталған бир тәшкилатниң мәркизий асия районида мәвҗут әмәсликини көрситиш билән бу тәшкилатни инкар қилди.

Таҗикистан ички ишлар әмәлдариниң сөзи

Оттура асиядики учур агентлиқлиридин бири "авеста"ниң учуридин қариғанда, 16-өктәбир күни таҗикистан ички ишлар министирлиқиниң тәшкиллик җинайәтчиликкә қарши күрәш қилиш бөлүминиң башлиқи мәхмәд сәйид җүрәқулоп " радикал әсәбий тәшкилат " түркистан ислам һәрикити мәвҗут әмәс, бу нам " өзбекистан ислам һәрикити" үчүн өзбекистан миллий бихәтәрлик оргини тәрипидин ойлап чиқирилған, түркистан ислам һәрикити өзбекистан миллий бихәтәрлик оргини тәрипидин бу тәшкилатниң түркистанни қайта қуруш мәқситидә қурулғанлиқини , униң барлиқ мәркизий асия дөләтлири үчүн мәсилә пәйда қилидиғанлиқини испатлаш нийитидә оттуриға чиқирилған болуп, өзбекистан ислам һәрикитиниң асаслиқ паалийити әйни вақитта өзбекистан рәһбәрликигә қаритилған иди" дәйду.

Мәхмәд сәйид җүрәқулопниң ашкарилашлириға таянғанда, әслидә оттура асияда түркистан ислам һәрикити дегән тәшкилат болмиған болуп, өзбекистан ислам һәрикитиму пәқәт 1996-йилидин кейин ашкариланған. Агентура тәтқиқат мәркизиниң елан қилған өзбекистан ислам һәрикити тәшкилати һәққидики мақалисиға қариғанда, өзбекистан ислам һәрикити тәшкилати 1996-йили қурулған. Униң әслидики паалийәтлири 90-йилларда пәйда болған болуп, наманганда қурулған " адаләт уюшмиси" , 1990-йили астраханда тәсис қилинип, тармиқи 1991-йили өзбекистанда қурулған " ислам гүллиниш тәшкилати", қоқәнттә тәсис қилинған " адимийлик вә инсанпәрвәрлик" тәшкилати қатарлиқларниң һәммиси 1992-1993-йиллири өзбекистан һөкүмити тәрипидин чәкләнгән. 1996-Йили өзбекистан ислам һәрикити қурулғандин кейин, таһир йолдаш униң сиясий рәһбири, җүмә намангани һәрбий қомандани болған.

Агентура тәтқиқат мәркизи тәрипидин елан қилинған бу мақалидә көрситилишичә, мәзкур тәшкилатниң асаслиқ мәқсити пәрғанә вадисида ислам дөлити қуруштин ибарәт болуп, өзбекистанда исламчиларға қарши һәрикәт башланғандин кейин, өзбекистан ислам һәрикитиниң әзалири афғанистан вә таҗикистанға кәткән , бу йәрдә 2000 дин артуқ өзбекистан пуқраси болған .Буларниң көпинчиси таҗикистандики ички урушқа қатнашқан болуп, таҗикистан исламий күчлири билән һөкүмәт келишим түзгәндә өзбекистан ислам һәрикитиниң бир қисим қоманданлири буниңға қатнашмиған.

Таҗикистан ички ишлар әмәлдари мәхмәд сәйид җүрәқулупниң ейтишичә, өзбекистан ислам һәрикити тәшкилатиниң әзалири 1996-йили тәшкилат рәһбири җүмә намангани афғанистанға кәткәндин кейин ашкариланған болуп, қирғизистан билән таҗикистан бу тәшкилатниң өткүнчи базисилиқ ролини ойниған. Һазирниң өзидиму, өзбекистан ислам һәрикити тәшкилатиниң әзалири таҗикистанда паалийәт қилмақта.

Ташкәнткә немә үчүн" түркистан ислам һәрикити" керәк болуп қалди?

Таҗикистан ички ишлар әмәлдариниң "түркистан ислам һәрикити" дегән тәшкилатниң өзбекистан һөкүмитиниң ойдурмиси икәнликини көрситишигә асас болған нуқта мәзкур тәшкилатниң оттура асияда "түркистан"ни қайта қурушни мәқсәт қилғанлиқи болуп, униң қарашлириға таянғанда, әйни вақитта ташкәнт рәһбәрлири пәқәт өзбекистан ислам һәрикити дегән тәшкилатниң мәвҗут икәнликини көтирип чиқса, бу пәқәт өзбекистанниң ички мәсилиси болуп қелип, униң әтрапидики қирғизистан, таҗикистан һәтта қазақистан қатарлиқ мәмликәтләрниң шуниңдәк хитай һәм русийиниң қоллишиға еришәлмәй қелиши мумкин иди. Чүнки, 1999-йили, өзбекистан ислам һәрикитиниң миңдин артуқ адими таҗикистанниң шималидин , қирғизистанниң җәнубиға бесип кирди. 2000-Йили, өзбекистан ислам һәрикитиниң адәмлири йәнә қирғизистанниң җәнубиға кирип, бу җай арқилиқ пәрғанә вадисиға җүмлидин өзбекистанниң әнҗан қатарлиқ җайлириға өтмәкчи болған. Шу қетимда йәнә улар өзбекистанниң сурхан дәря райониға кирип, ташкәнткә қистап кәлгән һәмдә өзбекистан дөләт армийиси билән уруш елип барған. Бу чағда, өзбекистан ислам һәрикити ташкәнт рәһбәрлири үчүн зор тәһдидгә айланған болуп, өзбекистан һөкүмити қирғизистан вә таҗикистан һәтта хитай һөкүмәтлириниң қоллишиға еришишкә муһтаҗ болған иди. Униң үстигә қирғизистан баткәнт вилайити тәвәсидә қирғизистан армийиси билән өзбекистан ислам һәрикити арисида тоқунуш йүз бәрди.

Таҗикистан ички ишлар әмәлдариниң сөзлиригә таянғанда, мана мушундақ әһвал астида ташкәнт рәһбәрлири оттура асияда түркистан намида ислам хәлипилики қурушни мәқсәт қилидиған туркистан ислам һәрикити тәшкилати дегән тәшкилат намини оттуриға чиқирип, униң тәркибидә өзбекләр, қирғизлар, таҗиклар, уйғурлар вә башқиларниң барлиқини көрситиш арқилиқ бир тәрәптин хитай һөкүмитини өзи билән һәмкарлишишқа алдиратса, йәнә бир тәрәптин қирғизистан, таҗикистан рәһбәрлирини өзи билән һәмкарлишип, бу тәшкилатни бастурушқа дәвәт қилған. Шуниң билән бир вақитта йәнә 11-сентәбир вәқәсидин кейин, ташкәнт рәһбәрлири америкиниң талибан һакимийитигә қарши һәрбий һәрикитини қоллаш арқилиқ, америка һөкүмитиниң өзбекистан ислам һәрикити тәшкилатини хәлқара террорлуқ тәшкилатлар тизимликигә киргүзүшини қолға кәлтүрүвалған иди.

Өзбекистан йәнә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидинму үнүмлүк пайдиланди

2001-Йили өзбекистан шаңхәй бәш дөләт тәшкилатиға кирип, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рәсмий қурулғандин кейин, өзбекистан бу тәшкилатниң рамкиси астида терроризмға қарши ортақ күрәш қилиш пурситигә еришти.Ташкәнт өзбекистан ислам һәрикитиниң шәрқий түркистан мустәқилчилири билән қоюқ мунасивити барлиқини дәлилләш һәм "түркистан ислам һәрикити" дәгән аталғу арқилиқ, хитай һөкүмитиниң өзбекистан билән һәмкарлишишини қолға кәлтүрди һәмдә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң террорчилиқ, бөлгүнчилик вә диний әсәбийликкә ортақ қарши күрәш қилиш һәрикитини техиму күчәйтиш арқилиқ, өзбекистан өктичилиригә қаттиқ зәрбә бәрди.

2004-Йили хитай рәиси ху җинтав өзбекистанни зиярәт қилғанда һәмдә өткән йилидики әнҗан вәқәсидин кейин өзбекистан рәһбири ислам кәримоп хитайни зиярәт қилғанда, икки мәмликәт арисида "үч хил күч"ләргә қарши ортақ күрәш қилиш, хитай өзбекистан һөкүмитиниң әнҗандики бастурушлирини қоллаш шуниңдәк өзбекистан хитайниң шәрқий түркистан мустәқилчилирини бастурушини қоллаш һәққидә йәнә бир қетим пүтүшүм һасил қилинди. Һәтта, йеқинда канада пуқраси һүсәйинҗан җелилниң әнә шу" түркистан ислам һәрикити"дегәндәк тәшкилатлар билән бағлинип, хитайға қайтуруп берилгәнлики билдүрүлмәктә.

Түркистан аталғуси сиясий оюнларниң қурбани

Түркистан әмәлийәттә уйғур елини өз ичигә алған оттура асияниң тарихий нами болуп, қәдимки вә оттура әсирләр , йеқинқи әсирләргичә түркистан нами кәң қоллинилған. 18-19-Әсирдики рус шәрқшунаслиридин бичурин, григорийев вә башқилар уйғур елини шәрқий түркистан, оттура асияни ғәрбий түркистан дәп аташқан. Һәтта 1919-йилидин 1924-йилиғичә ленин рәһбәрликидики совет русийиси түркистан етирап қилип, оттура асияда түркистан аптоном җумһурийитини қуруп, мәзкур районға аптономийилик һоқуқ бәргән иди. Әмма, совет русийиси 1924-йили, түркистанни әмәлдин қалдуруп, өзбекистан, түркмәнистан, таҗикистан иттипақдаш вә аптоном җумһурийәтлирини бәрпа қилип, бу райондики өзлирини түрк вә мусулман дәп вә яки өз шәһәрлириниң нами билән атап кәлгән хәлқләрни парчилап, айрим милләткә бөлгән шуниңдәк улар үчүн айрим миллий җумһурийәт қуруп берип , уларни ортақ түркистан вә түрк миллий һәм земин кимликидин йирақлаштурған иди. Совет русийиси арқидинла оттура асия дегән ибарини тикләп, түркистан аталғусини әмәлдин қалдуруш билән кәң көләмлик пантүркизмгә қарши күрәш башлап, нурғунлиған кишиләрни пантүркист"җинайити билән җазалиған иди.

Демәкки, совет русийиси алдида түркистан аталғусидин пайдилинип, өз һакимйитини тиклигән болса, кейин униңдин пайдилинип, мустәқиллиқ вә милләтпәрвәрлик һәрикәтлиригә һәмдә идийилиригә зәрбә бәргән иди. Уйғур елидиму,30-50-60- йилларда һәмдә таки һазирғичә нурғун уйғур зиялийлири вә милләтпәрвәрлириниң пантүркист дәп җазаланғанлиқи сир әмәс болса керәк. (Үмидвар)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org