Президент ислам кәримоф, вәзипә өтәш муддитини узартмақчиму?


2007.06.16

Өзбекистан президенти ислам кәримофниң вәзипә өтәш муддити бу йил ахирлишиду. Лекин һазирғичә өзбекистанда президент сайлими өткүзүлүп - өткүзүлмәйдиғанлиқи яки ислам кәримофниң президент вәзиписини тапшуруп-тапшурмайдиғанлиқи ениқ әмәс.

Ройтрис агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу мәсилә нөвәттә пүтүн өзбекистан хәлқини әң көп ойландуруватқан мәсилә болуп қалған. 1991‏- Йилидин бери өзбекистанда һакимийәт йүргүзүватқан ислам кәримоф, ғәрб дөләтлири вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин дунядики кишилик һоқуқни әң көп дәпсәндә қиливатқан рәһбәрләрниң бири дәп әйибләнмәктә. Болупму 2005‏- йили май ейида өзбекистанниң әнҗан шәһиридә йүзбәргән қанлиқ бастуруш вәқәсидин кейин, ғәрб дөләтлири вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң президент ислам кәримофқа қаратқан тәнқидлири техиму күчәйди.

Дипломатлар вә мутәхәссисләр, "өзбекистан парламинти асасий қанунға өзгириш киргүзүп, президент ислам кәримофқа, вәзипә өтәш муддитини йәнә бир қанчә йил узартиш яки қайтидин өзини президент намзиди қилип көрситиш вә який өзини өмүр бойи президент елан қилиши үчүн рифрандом өткүзүш имканийити яритип бериши мумкин,дәп пәрәз қилишмақта.

Хәвәрләргә қариғанда, өзбекистанда нурғун кишиләрму юқирида тилға елинған иһтималилқларниң бириниң йүз бериши мумкинлиқиға ишнидикән. Әмма бәзи дипломатлар, президент кәримоф өзи тәхттин чүшүп, башқа бир кишини президент вәзиписигә тәйинләш мумкинчиликиму бар дәп көрсәтмәктә.

Тунҗи қетим 1991‏- йили президент болуп сайланған ислам кәримоф, рифрандомдин пайдилинип бирнәччә қетим президент вәзиписиниң муддитини узартқан вә парламент ахирқи қетим униң вәзипә өтәш муддитини 2007‏-йилиниң декабир ейиғичә узартқан иди.(Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.