Ху җинтав өзбекистанға тәкрар президент болған керимофни тәбриклиди


2007.12.25

Хитай дөләт рәиси ху җинтав хәлқара җамаәт тәрипидин қаттиқ тәнқид қилинған , гуманлиқ бир сайлам билән қайтидин өзбекистан президент вәзиписигә сайланған ислам керимофни тәбриклиди.

Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, ху җинтав сәйшәнбә күни, ислам керимофқа әвәткән тәбрик хетидә, хитай билән өзбекистан оттурисидики ишәнч вә достлуқ мунасивәтләрни техиму күчәйтиш үчүн, кәримоф билән биргә ишләшкә тәйяр икәнликини ипадилигән.

Өзбекистандики сайламниң елип берилиш җәрянини көзәткән, яврупа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати, йәкшәнбә күнидики президент сайлиминиң демократик өлчәмләргә хилап һалда елип берилғанлиқини тәкитлигән иди.

Гәрчә, президент сайлимиға, ислам кәримофтин башқа йәнә үч президент намзати қатнашқан болсиму, лекин өзбекистан сиясий өктичилири вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири өзбекистан хәлқиғә анчә тонуш болмиған бу кишиләрниң ислам кәримофниң орунлаштуруши билән, хәлқара җамаәткә президент сайлиминиң демократик принсиплар асасида елип берилғанлиқини көрситиш үчүн мәқсәтлик һалда, өзлирини намзат қилип көрсәткәнликини баян қилишмақта.

Сиясий мулаһизичиләрниң ейтишичә, өзбекистан президент сайлимида өзини намзат көрсәткән үч президент намзитиниң , сайлам паалийити җәрянида, президент ислам керимофни қоллайдиғанлиқини изчил тәкитлигәнлики, буниң өзбекистандики һакимийәтниң бир сиясий оюни икәнликидин бишарәт беридикән. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.