Һәрқайси тәрәпләр әсқәр ақайефниң истипа беришини тәләп қилмақта


2005.03.31

яврупа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати пәйшәнбә күни, қирғизистанниң ағдурулған президенти әсқәр ақайефни тездин рәсмий истипа берип, дөләт ичидики муқимсизлиқларға хатимә беришкә чақирди.

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, яврупа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң рәиси димитриҗ рупәл өзлириниң қирғизистан йеңи рәһбәрлириниң қанунлуқ орнини етирап қилидиғанлиқини билдүрди. У йәнә әсқәр ақайефни қирғизистанниң йеңи рәһбәрлири билән сөһбәт өткүзүшкә дәвәт қилди.

Буниң алдида, димитриҗ рупәл қирғизистанниң йеңи рәһбири қурманбәг бақейеф билән бешкәктә сөһбәт өткүзүп, бу йил 6 - айдики президент сайлиминиң тәйярлиқ хизмәтлирини музакирә қилған.

Қирғизистан йеңи һөкүмити әсқәр ақайефниң истипа беришини, дөләт сияситиниң қанунлуқ йолда меңишиға пайдилиқ дәп қарап, әсқәр ақайефниң истипа беришини қолға кәлтүрүш үчүн мәхсус комитет тәшкиллигән. Әсқәр ақайеф илгири бихәтәрлики капаләткә игә қилинғанда, бешкәккә қайтип келип истипа беришни халайдиғанлиқини билдүргән иди.

Бирақ чәтәл мәтбуатлириниң билдүришичә, нөвәттә қирғизистанниң йеңи рәһбәрлири арисида, әсқәр ақайефни қайтуруп келиш мәсилисидә ихтилаплар мәвҗүт икән.

Қирғизистан рәһбири қурманбәк бақийеф, ағдурулған президент әсқәр ақайефниң қирғизистанға қайтип истипа бериши, йеңи зораванлиқ һәрикәтләргә йол ачиду дәп агаһландурған. Бирақ, қирғизистан парламентиниң баянатчиси өмәрбәк текибайеф вә өктичи рәһбәрләрниң бири филикс кулуф , әсқәр ақайефниң қирғизистанға қайтип, вәзиписидин истипа беришини күтидиғанлиқини билдүрди.

Өткән һәптә намайишчилар кәң көләмдә намайиш өткүзүп, президент сарийини қамал қилғандин кийин, президент әсқәр ақайеф қирғизистандин қечип кәткән. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.