Өзбек –қирғиз мунасивәтлиридики ихтилаплар көпәймәктә


2005.09.11

Йеқинда өзбекистан һөкүмитиниң қирғизистанни әнҗан вәқәсини пәйда қилғучи адәмләрниң база қурушиға йол ечип бәргәнлик билән әйиблишидин кейин, қирғизистан тәрәп бу әйибләшләрни қәтий рәт қилған шуниңдәк йәнә өзбекистан қанун даирилири билән бирлишип, өзбекистан көрсәткән нуқтилар бойичә диний әсәбий унсурларниң базисиниң бар йоқлуқ әһвали үстидә бирләшмә тәкшүрүш елип барған. Нәтиҗидә, өзбекистан баш тәптиш мәһкимиси мундақ нуқтиларниң қирғизистандин тепилмиғанлиқини елан қилған.

Қирғизистан дөләт мудапиә министири исмаил иссақоп өзбекистан даирилири көрсәткән аталмиш террорчиларни тәрбийилигән " тәкә " намлиқ һәрбий-тәлим тәрбийә мәркизи һәққидә тохтилип, бу орунниң мәвҗут икәнлики, әмәлийәттә бу җайниң пәқәт қирғизистан дөләт мудапиә министирлиқиниң өз қошунлириға һәрбий-тәлим тәрбийә беридиған нуқтиси икәнлики, униң һәр қачан қоғдиғучи қошунлар тәрипидин қоғдилинидиғанлиқи шуниңдәк диний радикаллар тәрипидин пайдилинип кетишиниң мумкин әмәсликини көрсәткән.

Қирғизистан миллий бихәтәрлик оргиниму өзбекистан баш тәптиш мәһкимисиниң бу җайда әнҗан вәқәсини кәлтүрүп чиқарғучиларниң тәрбийәләнгәнлики һәққидики мәлуматидин һәйранлиқ һес қилғанлиқини әскәрткән. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.