Җәнубий корийә призденти қазақистанни зиярәт қилди


2004.09.19

Җәнубий корийә призденти ро- му- хюн йәкшәнбә күни қазақистан пайтәхти астанаиға келип, қазақистан билән русийигә қилидиған зияритиниң тунҗи бекитини алди билән қазақистандин башлиди.

Нефит - енергийә һәмкарлиқи билән җәнубий корийә електрон мәһсулатлириға қазақистан базириниң йолини ечиш, ро- му - хюнниң қазақистандики зияритиниң асаси күнтәртипини игиләйду. Җәнубий корийә дуня бойичә 11 -чоң иқтисади дөләт. Җәнубий корийә өзигә керәклик хам әшяниң мутләқ көп қисимини сирттин импорт қилиду. Нефит импортиниң асаси қисими оттура шәрқтин келиду. Ро - му хюн, қазақистандики зиярити җәрянида президент назарбайоф сөһбәт өткүзиду, қазақистандики корийилик көчмәнләр вәкиллирини қобул қилиду.

Қазақистандики корийилик көчмәнләр, 1937 - йили сабиқ совет иттипақи диктатори җосеф сталин дәвридә совет иттипақиниң йирақ шәрқ районидин оттура асия әллиригә сүргүн қилинған. Җәнубий корийә ташқи ишлар министири бан ки - мун, қазақистанниң җәнубий корийәни тәбиий байлиқлар билән, җәнубий корийәниң қазақистанни техника билән тәминләш җәһәттә артуқчилиққа игиликини тәкитлигән. Җәнубий корийә қазақистандин уранюм импорт қилишни үмид қилиду, җәнубий корийә нефит ширкәтлири, қазақистанниң мунайгаз ширкити билән кәспий деңиз нефитликигә мәбләғ селиш үмидини ипадилимәктә. Җәнубий корийә приздентиниң қазақистандин кейин русийигә қилидиған зиярити дүшәнбә күни башлиниду. Ройтерс ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бан ки- мун, шимали корийә мәсилиси җәнубий корийә приздентиниң москвадики зияритиниң күнтәртипидики муһим мәсилә һисаблинидиғанлиқини илгири сүргән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.