Кәримоф хитайдики зияритини башлиди
2005.05.25
Өзбекистан президенти ислам кәримоф чаршәнбә күни хитайдики зияритини рәсмий башлиди. Бу, кәримофниң икки һәптиниң алдида әнҗандики аммиви һәрикәтләрни бастурғандин кейинки тунҗи чәтәл зиярити болуп һесаблиниду.
Кәримоф хитайдики зиярити давамида, хитай дөләт рәиси ху җинтав билән көрүшүп, икки тәрәпниң һәр саһәдики һәмкарлиқ мунасивәтлири вә районниң бихәтәрлики мәсилилирини өз ичигә алған бир қатар район характерлик вә хәлқара мәсилиләр бойичә сөһбәт өткүзгән.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, кәримофниң хитайдики зиярити әнҗан вәқәсидә хитайниң қоллишиға еришишни мәқсәт қилиштин сирт, иқтисадий һәмкарлиқму униң бу қетимлиқ сәпириниң йәнә бир муддиаси болған. Шундақла у йәнә хитай даирилири билән 600 милйон долларлиқ енергийә содиси имзалиған.
Хитай, кәримофниң әнҗан аммисини бастуруш һәрикитини қоллиған наһайити аз сандики дөләтләрниң бири болуп, хитай ташқи ишлар министирлиқи сәйшәнбә күнидики мухбирларни күтивелиш йиғинида, "биз, өзбекистан һөкүмитиниң бөлгүнчилик, террорчилиқ вә диний радикал қатарлиқ 3 хил күчкә зәрбә беришини қәтий қоллаймиз" дегән. (Пәридә)