Өзбекистан президенти ислам керимоф хитайдики зияритини ахирлаштурди
2005.05.27
Әнҗандики намайишни бастуруш билән әйибләнгән өзбекистан президенти ислам керимоф, җүмә күни хитайдики 3 күнлик зияритини ахлаштуруп дөлитигә қайтти. Зиярәт җәрянида керимоф, хитай дөләт рәиси ху җинтав, баш министир вен җябавлар билән икки дөләтниң аталмиш терорчилиққа қарши туруш, енергийә, қатнаш вә асаси әслиһәләр һәмкарлиқини күчәйтиш тоғрисидики бир қатар келишимләргә имза қойди.
Керимоф билән ху җинтав, "өзбекистан - хитай достлуқ, һәмкарлиқ вә шериклик мунасивәтләр шәртнамиси" қатарлиқ 14 хил келишим имзалиған. Бу келишимләр өзбекистан дөләтлик нефит - тәбий газ ширкити билән җоңго дөләтлик нефит тәбий газ ширкәтләр гуруһиниң 600 милйон долларлиқ бирләшмә нефит карханиси қуруш келишими өз ичигә алиду.Керимофниң бу қетимқи сәпири хитайни 4 - қетим зиярәт қилиши болуп һесаблиниду.
Керимоф һөкүмитиниң йеқинда әнҗандики хәлқ намайишини бастуруш һәрикити америка вә ш а о ә т қатарлиқ дөләтләрниң тәнқидигә учриған. Ш а о ә т ға әза дөләтләрниң парламент башлиқлар йиғини җүмә күни хорватийә пайтәхти люблиянада башланди. Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, йиғинда ш а о ә т ға әза дөләтләр өзбекистанни тәнқид қилиши қилиши мүмкин. Әмма америка әнҗандики бастурушни тәнқид қилиш билән биргә өзбекистанниң терроризмға қарши туруш һоқуқи бар, дәп көрсәтмәктә. (Әркин)