Хитай һөкүмити "террорчилиққа қарши күрәш" тә өзбекистан билән бир сәптә икәнликини билдүрди


2005.05.26

Өзбекистан президенти ислам кәримоф хитайдики зияритини давамлаштуриватқан бир пәйттә, хитай һөкүмити баянат елан қилип, " террорчилиққа қарши күрәш" тә өзбекистан билән бир сәптә туридиғанлиқини билдүрди.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси куң чүән баянатида, " шәрқий түркистан бөлгүнчилири хитай территорийисидә нурғун вәқәләрни туғдурди. Өзбекистан һөкүмити бу мәсилидә хитай һөкүмитиниң мәйданини толуқ чүшинип қоллиди. Биз террорчилиққа қарши һәрикәтләрдә мунасивәтлик дөләтләр билән һәмкарлиқни күчәйтишни халаймиз" - деди.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң анализчиларниң сөзини нәқил кәлтүрүшичә, өзбекистан хитай һөкүмитиниң уйғур мустәқилчилирини бастуруш сияситини йүргүзүшидә интайин муһим рол ойнайдикән.

Өзбекистан президенти ислам кәримоф чаршәнбә күни хитайға қилған зияритини башлиған болуп, у пәйшәнбә күни хитай баш министири вин җябав билән көрүшкән. Нурғун чәтәл мәтбуатлири кәримофниң әнҗандики қанлиқ вәқәдин кейин, хәлқарада ялғуз қелиштин сақлиниш үчүн, хитайни зиярәт қилғанлиқини билдүргән.

Бу арида, шималий атлантик әһди тәшкилати вә америка өзбекистан һөкүмитигә қаратқан бесимни күчәйтти. Улар өзбекистандин 13 - май күни әнҗанда йүз бәргән қанлиқ вәқә үстидин хәлқаралиқ тәкшүрүш елип беришни тәләп қилди. Вәқәниң шаһидлири әнҗандики тоқунушта һөкүмәт даирилириниң пуқраларға оқ чиқирип, миңға йеқин адәмниң өлишини кәлтүрүп чиқарғанлиқини билдүргән. Әмма кәримоф һөкүмити буни рәт қилип, вәқәдә өлгән 169 кишиниң көпинчисиниң " террорчи" лар икәнликини көрсәткән иди.

Мәркизи америкидики хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиму пәйшәнбә күни баянат елан қилип, өзбекистан һөкүмитини әнҗандики вәқәниң һәқиқитини йошурди дәп әйиплиди һәмдә хәлқара җәмийәтни өзбекистанға бесим ишлитип, бу вәқә үстидин тәкшүрүш елип беришни тәләп қилди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.