Өзбекистан рәссамлири үрүмчидә көргәзмә паалийити елип

Хитай ахбарат вастилириниң учурлиридин мәлум болушичә, өзбекистан рәссамлар академийиси билән уйғур аптоном районлуқ рәссамлар академийиси бирликтә үрүмчидә йәттә күнлүк көргәзмә паалийити елип барған болуп, буниңда асаслиқи өзбекистан рәссамлириниң әң надир әсәрлири көргәзмә қилинған.

Учурлардин қариғанда, бу паалийәт уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң уюштуруши билән тәшкилләнгән болуп, бу шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң рамкиси астидики мәдәнийәт алақилири категорийисигә киргүзүлгән.

Өзбекистан рәссамлири ичидә атақлиқ уйғур рәссами леким ибраһимопму бар болуп, қазақистанда өсүп йетилип, ташкәнттә хизмәт қиливатқан мәзкур уйғур рәссами сабиқ совет иттипақи җүмлидин явропа рәссамлиқ саһәсигә яхши тонулғандур. Униң әсәрлири ғәрб мәмликәтлириниң юқири баһасиға еришкән.

Учурлардин қариғанда, леким ибраһимоп миң өй там рәсимлирини әслигә кәлтүрүш, уни услуби тәтқиқ қилишқиму алаһидә күч чиқарған икән.

Өзбекистан рәссамлириниң әсәрлири атақлиқ уйғур рәссамлиридин ғази әмәт, керим нәсиридин қатарлиқларниңму махтишиға сазавәр болған болуп, бу уйғур- өзбек сәнәткарлириниң йеқинқи йиллардин буянқи тунҗи қетимлиқ тәҗрибә алмаштуруши болуп һесаблинидикән. (Үмидвар)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org