Америка мудапиә министири қирғизистанни зиярәт қилмақчи


2007.06.03

Америка дөләт мудапиә министири 6-айниң башлирида қирғизистанда рәсмий зиярәттә болмақчи. Қирғизистан агентлиқлириниң ашкарилишичә, америка дөләт мудапиә министири роберт гейт мәзкур сәпири арқилиқ америка-қирғизистан бихәтәрлики вә икки тәрәп мунасивәтлирини күчәйтишни мәқсәт қилидикән.

Робәрт гейт мәзкур сәпиридә бишкәк манас айродромидики " гәнси" намлиқ америка һәрбий базисини зиярәт қилип, командир-әскәрләр билән көришидикән.

Хәвәрләрдин қариғанда, бу роберт гәйтниң дөләт мудапиә министири болғандин кейин оттура асия райониға елип барған тунҗи зиярити болуп, сабиқ мудапиә министири доналд рамсфелд бир қанчә қетим қирғизистанни өз ичигә алған оттура асия дөләтлирини зиярәт қилған һәмдә униң дәвридә америкиниң қирғизистан вә өзбекистандики һәрбий базилири қурулған иди.

Йеқинда қирғизистандики америка базисидики бир әскәрниң бир қирғиз пуқрасини өлтүрүп қоюши билән бир қатар ихтилаплар келип чиққан һәтта бир қисим қирғиз сиясийонлири мәзкур базини тақаш мәсилисини музакирә қилишни тәшәббус қилған иди. Шәнбә күни бишкәктики америка әлчиханиси алдида өлгүчиниң аилә-тавабатлири қатнашқан кичик көләмдә наразилиқ намайиши болған икән.

Хәвәрләрдин қариғанда, астана хитабнамиси арқилиқ америка базилирини тақашни тәләп қилған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң алий дәриҗилик рәһбәрлири бу йил 7-айда бишкәктә йиғин ечип, йәнә бир қатар йеңи қарарларни алмақчи икән. Көзәткүчиләр шаңхәй гуруһиниң мәқситиниң америкиниң мәркизий асиядики тәсирини сиқип чиқиришқа қаритилғанлиқини даим тәкитлимәктә. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.