Президент бақийеф америка һәрбий базисиниң қирғизистандики паалийитини давамлаштуридиғанлиқини җакарлиди


2007.12.27

Қирғизистан президенти қурманбек бақийеф, афғанистандики вәзийәт пүтүнләй торақлашқанға қәдәр, қирғизистандики америка һәрбий базиси паалийитини давамлаштуруши керәк, дегән.

Президент бақийеф, чаршәнбә күни, қирғизистан телевизйисигә бәргән баянатида, "гәрчә афғанистандики вәзийәт көрүнәрлик дәриҗидә яхшиланған болсиму, лекин йәнила бу дөләтниң хәлқара террорчилиқниң мәркизигә айлиниш еһтималлиқи бар. Шуңа бундақ бир еһтмаллиқниң алдини елиш үчүн, қирғизистандики америка һәрбий базисиниң мәвҗут болуп туруши зөрүр" дегән.

Хәвәрләргә қариғанда, америкиниң оттура асиядики тәсир даирисиниң күнсери кеңийишидин әндишә қиливатқан хитай вә русийә америкиниң һәрбий базисини тақап, америка әскәрлирини қирғизистандин чиқириш үчүн, қирғизистан һөкүмитигә бесим ишләтмәктә. Шуниңдәк йеқинда қирғизистанда өткүзүлгән парламинт сайлими һарписида, қирғизистандики америка базиси вә бу базиниң келәчики, сайламға қатнашқан партийиләр арисидики муһим муназирә темилириниң бери болған вә сайламда ғәлибә қилидиған партийиниң америкиниң һәрбий базисиға қарита қандақ бир позитсийә тутидиғанлиқи, нурғун дөләтләр йеқиндин көңүл бөлүватқан бир мәсилә иди.

Америкиниң қирғизистандики һәрбий базиси 2001‏ - йили америкиниң афғанистанға қаратқан һәрбий һәрикитиниң һарписида қурулған иди. Қирғизистан пайтәхти бешкәк шәһириниң йениға җайлашқан манас айродрумида қурулған америкиниң һәрбий базисиға 1500 әтрапида америка вә шималий атлантик окян әһди тәшкилати әзаси дөләтләрниң әскәрлири орунлаштурулған болуп, мәзкур һәрбий база афғанистанда талибан вә әлқаидә қалдуқлириға қарши елип бериливатқан һәрбий һәрикәтләрдә һалқилиқ рол ойнимақта. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.