Иссиқ көлдә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң бирләшмә һәрбий маневири башланди


2007.05.29

"Иссиқ көл 2007, терроризмға қарши туруш " дәп аталған, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң бирләшмә һәрбий маневири дүшәнбә күни қирғизистандики иссиқ көл бойида башланди. Үч күнгә созулидиған мәзкур маневирға шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза хитай, русийә, қазақистан, қирғизистан, өзбекистан вә таҗикистанларниң сақчи һәм бихәтәрлик системисиниң хадимлири иштирак қилған.

Пәрғанә агентлиқиниң қирғизистан миллий бихәтәрлик комитетиниң тарқатқан учуридин нәқил кәлтүрүшичә, мәзкур маневир үч басқучқа бөлүп елип берилиду. Бу җәрянда шаңхәй һәмкарлиқиға әза дөләтләрниң бихәтәрлик саһәси террорлуқ тәшкилат әзалириниң һәрикәтлиригә бирликтә зәрбә бериш, дөләт чегрилирини мудапиә қилишни күчәйтиш қатарлиқ түрләр бойичә һәмкарлиқ шәкиллирини маневир қилиду. Булардин башқа йәнә һәрбий қисимларму қатнаштурулуп, террорчи гуруппиларни қамал қилиш , йоқитиш һәмдә гөрүгә елинғанларни азад қилиш қатарлиқ һәрбий оператсийилирини өткүзүшму пиланланған.

Хәвәрләргә қариғанда, бу маневирға шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидин башқа йәнә русийиниң тәсири астидики коллектип бихәтәрлик келишими тәшкилати, мустәқил дөләтләр һәмдостлуқиниң терроризмға қарши мәркизи қатарлиқ орунларму өзлириниң вәкиллирини қатнаштурған. Булардин башқа йәнә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң көзәткүчилик салаһийитини қолға кәлтүргән пакистан, иран, һиндистан вә моңғулийиму өзлириниң көзәткүчи вәкиллирини әвәткән.

Йеқинда үрүмчидә шаңхәй һәмкарлиқиға әза дөләтләрниң йиғини болуп өткән иди, мәзкур йиғинда бу йил 7-айда русийидә өткүзүлидиған чоң көләмлик бирләшмә һәрбий маневир мәсилилири музакирә қилинған шуниңдәк йәнә, дүшәнбә күни бейҗиңда шаңхәй һәмкарлиқидики дөләтләрниң ахбарат-учур ишлири бойичә һәмкарлиқ йиғини болуп өтти. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.