Қирғизистан-хитай-өзбекистан төмүр йолиға хитай ширкәтлири җәлип қилинди
2006.01.02
Қирғизистанниң дөләтлик " қабар" агентлиқиниң учуридин қариғанда, уйғур елиниң қәшқәр вилайити билән қирғизистан һәм өзбекистанни туташтуридиған төмүр йол қурулуши хитай-қирғизистан һөкүмәтлири тәрипидин қарарлаштурулғандин кейин, хитай ширкәтлири бу қурулуш үчүн мәбләғ салидиғанлиқини билдүргән.
Қирғизистан дөләтлик төмүр йол идарисиниң башлиқи қидирбек исайевниң елан қилишичә, хитайниң " бейҗиң ф с л" дәп аталған хәлқара сода ширкитиниң башлиқи қирғизистан тәрәпкә бир қанчә чоң хитай ширкәтлириниң мәзкур төмүр йолниң қарасу-арпа вә торғат қисимини ясашқа тәйяр болуп, бирләшкәнликини шуниңдәк хитай һөкүмитидин қәрз елиши мумкинликини уқтурған.
Мәзкур төмүр йолниң қирғизистандики қисиминиң узунлуқи 300-340 километир болуп, бишкәк бу қурулуштики мәбләғ мәсилисидә қийинчилиқ һес қилғанлиқтин хитайниң мәбләғ селишиға муһтаҗлиқини изчил билдүрмәктә. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ләнҗу – қәшқәр төмүр йоли қәшқәр хәлқигә немә елип кәлди?
- Һейтгаһ чоң базириға пакистан сода кочиси селинди
- Хитай һөкүмити уйғур дияриға чәтәл мәблиғини җәлп қилмақта
- Уйғур аптоном районида тарим айланма төмүр йол линийиси қурулиду
- Хитай нефит- химийә ширкити, уйғур илида нефит санаитигә йәнә мәбләғ салиду