Қирғизистан һөкүмити өзбекләрниң тилиға рәсмий салаһийәт беришни рәт қилди
-
2006-06-04 -
-
-
Қирғизистан дөләт ишлири секритари адхан мадмароп, явропа бихәтәрлики вә һәмкарлиқи тәшкилатиниң аз санлиқ милләтләр ишлири бойичә комиссари ролф екәусни қобул қилғанда, қирғизистан җумһурийитиниң федерал мәмликәт әмәслики түпәйлидин аз санлиқ милләтләрниң тилиға рәсми салаһийәт берәлмәйдиғанлиқини билдүрди.
Қирғизистанниң қабар агентлиқиниң учуридин мәлум болушичә, қирғизистан дөләт ишлири секритари җалал абад вә ош областлиридики өзбекләрниң өзбәк тилини қирғизистандики рәсми тилларниң бири қилип бекитиш тәлипини рәт қилип, қирғизистанда пәқәт қирғиз вә рус тиллириғила асасий қанун бойичә рәсми тиллиқ салаһийәт берилгәнликини, әгәрдә бүгүнки күндә өзбәк тилини рәсми һөкүмәт тили қилип бекиткәндә әтә-өгүн башқа милләтләрниңму шундақ тәләп қоюши мумкинликини оттуриға қойған.
27-Май күни җалал абад областида 700 дин артуқ адәм қатнашқан өзбекләрниң наразилиқ намайиши йүз бәргән болуп, намайишчилар бишкәк даирилиридин өзбәк тилини рәсми һөкүмәт тиллириниң бири қилип ишлитишни шуниңдәк һөкүмәт орунлириға өзбекләрни ишқа елишни тәләп қилған иди.
явропа бихәтәрлики вә һәмкарлиқи тәшкилатиниң мәзкур вәкили әшу районға берип, өзбекләрни зиярәт қилғандин кейин , бу мәсилә һәққидә қирғизистан даирилири билән сөзләшкән иди.
Қирғизистан дөләт ишлири секритари мадумароп сөзидә өзбек тилиға салаһийәт беришни қәтий рәт қилиш билән биргә қошна өзбекистанда яшайдиған қирғизларға өзбекистан һөкүмитиниң тил вә башқа җәһәтләрдин һечқандақ салаһийәт бәрмигәнликини мисал вә сәвәб қилип көрситишкә тиришқан.
Хәвәрләргә қариғанда, қирғизистанниң җәнубида тәхминән 800 миң әтрапида өзбекләр яшайдикән. ( Үмидвар)