Муһәммәд салих: хитай оттура асия әллириниң бихәтәрликигә әң чоң тәһдит
2005.07.05
Өзбекистан әрк партийисиниң қурғучиси, өзбек өктичиләр һәрикитиниң рәһбири муһәммәд салих, сәйшәнбә күни әркин асия радиосини зиярәт қилип, русийигә қариғанда хитайни оттура асия әллириниң бихәтәрликигә әң чоң тәһдит, дәп көрсәтти.
Муһәммәд салихниң тәкитлишичә, хитайларда әтраптики районларға болупму оттура асияға игә болуш йолидики имперялизим пикир еқими мәвҗуткән. У, хитайниң һазирчә америка һәрбий күчигә тақабил туруш иқтидари болмисиму, " әмма у бу күчни бара - бара йетилдүрмәктә," дәп көрсәтти. Муһәммәд салихниң тәкитлишичә, оттура асия әллириниң явропа иттипақиға охшаш мустәқил дөләтләрни асас қилған түркий дөләтләр бирлиги қуруп, ташқи сиясәт вә пулни бирликкә кәлтүрүш, чегра вә таможна тосақлирини бикар қилиш мумкинчилики бар икән.
Уйғурларни " түркий хәлқләр ичидики әң еғир зулумға дуч келиватқан милләт," дәп тәкитлигән муһәммәд салих, америка вә ғәрб әллирини уйғурларға көңүл бөлүшкә чақирди. Муһәммәдә салихниң тәкитлишичә, әнҗан вәқәсидин кейин, өзбекистанниң ташқи сиясити хитай билән русийигә қайған. У, "қолимиздики пакитлар әнҗан вәқәсидә өлгән пуқраларниң 4500 гә йетидиғанлиқини испатлимақта," деди шундақла президент керимофни өз хәлқиғә қарши ирқий тазилаш елип бериш билән әйиплиди.
Муһәммәд салих, 1993 - йилдин бери чәтәлдә сүргүн һаятини яшимақта. У икки һәптә илгири америкиға кәлгән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Өзбек кишилик һоқуқ паалийәтчиси қазақистанда қолға елинди
- Муһәммәд салих, ислам әсли дин тәриқәтчилики өзбекистанға тәһдит селиватқанлиқини рәт қилди
- Қирғиз соти феликс қулуфқа берилгән бир җинайәтни әмәлдин қалдурди
- Өктичиләр рәһбири арсланбегниң сайлам һоқуқиниң елип ташлиниши кишиләрниң наразилиқини қозғиди
- Бешкәктә өктичиләр намайиш өткүзди