Муһәммәд салих, ислам әсли дин тәриқәтчилики өзбекистанға тәһдит селиватқанлиқини рәт қилди


2005.06.30

Өзбекистан өктичиләр рәһбири муһәммәд салих, әгәр өзбекистанда ислам керимоф һөкүмити йеқилса, өзбекистанни ислам әсли дин тәриқәтчилири өткүзивелиши мумкин, дегән қарашниң тоғрилиқини рәт қилди. Муһәммәдә салих бу сөзләрни чаршәнбә күни америка дөләт мәҗлисидики испат бериш йиғинида тәкитлиди.

Муһәммәд салих өзбекистан әрк партийисиниң қурғучиси. Әмма у 1994 - йилдин бери чәтәлдә сүргүндә яшимақта. Керимоф һөкүмити униң сиртидин сот ечип, уни 15 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған. Нөвәттә америкини зиярәт қиливатқан муһәммәд салих, керимоф һөкүмитиниң униң һәққидики әйибләшлирини " қорқунчлуқ адаләтсизлик," дәп көрсәтти.

Мухәммәт салих, 13 - майдики әнҗан вәқәсини 1989 - йилдики тйәнәнмин қәтлиамиға селиштуруп, "дуня җамаәтчиликиниң әнҗандики вәқәгә йитәрлик инкас қайтурмиғанлиқидин әпсуслинимән," деди. Әмма өзбекистан һөкүмити әнҗандики пуқраларға оқ чиқарғанлиқини рәт қилип, вәқәдә өлгән 176 кишиниң көпчилики терорчилар, дәп көрсәтмәктә.

Муһәммәд салих мундақ дәйду: " америка вә дуня җамаәтчилики өзбекистанни ислам әсли дин тәриқәтчилири өткүзивелиши мумкин, дегән қарашниң тоғра әмәсликини айдиңлаштурувелиш керәк. Муһәммәд салих, америка һөкүмитидин өктичиләрниң өзбекистанға қайтишини қоллап, өзбекистанда әркин вә адил сайлам елип беришкә ярдәм қилишни тәләп қилди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.