Һөкүмәтниң йиңи қарариға қарши чиққан өзбәк аял яймичилар сақчиларға һуҗум қилди


2004.11.01

Дүшәнбә күни өзбекстанниң қоқәнд шәһиридә 2000 нәпәр әтрапида ушшақ тиҗарәтчи аял һөкүмәтниң импорт қилинған таварларни сетиш тоғрисида чиқарған йеңи қаидә-түзүмигә наразилиқ билдүрүп, сақчи вә баҗ кадирлирини уруп, сақчи машинилириға өт қоюп бәрди.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, өзбекстан бихәтәрлик қисимлири аял ушшақ тиҗарәтчиләрниң намайишини бастуруш җәрянида су чичиш машинилирини ишләткән.

Хәвәрдә ейтилишичә, қоқәнд базиридики наразилиқ һәрикити, һөкүмәт хадимлири һөкүмәтниң йиңи қарарини орундашқа башлиши билән биргә башланған. Һөкүмәтниң чиқарған йеңи қарариға асасән, чәтәлдин импорт қилинған таварларни сетишнихалайдиған һәрқандақ киши, һөкүмәттин рухсәт елиши вә әнгә елиниши кирәк икән.

Хәвәрләргә қариғанда, баҗ кадирлири вә сақчиларниң базарда рухсәтсиз тавар сатқан ушшақ тиҗарәтчиләрниң маллирини мусадирә қилип, уларни тутушқа башлиши базардики башқа тиҗарәтчиләрниңму ғәзипини қозғап, тоқунушларниң башлинишиға түрткә болған.(Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.