Қирғизистандики уйғурлар хитай әлчиханиси алдида намайиш қилди
2006.07.05

5-Ийол чаршәнбә күни қирғизистандики уйғурлар бешкәктики хитай әлчиханиси алдида намайиш өткүзүп, хитай һөкүмитидин рабийә қадирниң пәрзәнтлирини вә һүсәнҗан җелилни қоюп беришни тәләп қилди.
Намайишчиларниң арисида һүсәнҗанниң аяли камиләниң қирғизистандики туққанлириму бар болуп, улар хитай әлчиханиси алдида " биз уйғур хәлқиниң һоқуқлирини дәпсәндә қилған шаңхәй тәшкилатиниң келишимлиригә қарши наразилиқ билдүримиз" дегән хәтләр йезилған лозонкиларни көтирип" рабийә қадирниң балилири қоюп берилсун " , " һүсәнҗан җелил қоюп берилсун!" , " уйғурларға азатлиқ!" , " яшисун демократийә, яшисиун әркинлик!" дегәндәк шуарларни товлашқан.
Бешкәктики уйғурлар буниңдин авалму өзбекистан һөкүмитиниң һүсәнҗанни хитайға қайтуруп бәргәнликигә нарази болуп, өзбәкистанниң бешкәктики әлчиханиси алдида намайиш елип барған иди. Канада пуқраси һүсәнҗан җелил април ейида туққан йоқлаш үчүн өзбекистанға барғанда, өзбекистан даирлири тәрипидин қолға елинип түрмигә ташланған шундақла узун өтмәй хитайға тапшуруп берилгән иди.
Нөвәттә уйғурлар вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай һөкүмитиниң һүсәнҗанни террорчилиқ җинайити билән әйибләп етип ташлишидин әндишә қилмақта.
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур аптоном районлуқ вәкилләр өмики өзбекистанни зиярәт қилмақта
- Канада һөкүмити һүсәнҗан җелил мәсилсини дипломатик йоллар бир тәрәп қилиш үчүн тиришчанлиқ көрсәтмәктә
- Һүсәнҗан җилил мәсилиси түркийә парламентиға елип келинди
- Һүсәнҗан җелилниң аяли канада һөкүмитиниң йолдишини хитайдин қайтуруп келишини үмид қилмақта
- Һүсәйин җилилниң хитайға тапшурулуши немидин дерәк бериду?









