Өзбекистанниң сәмәрқәнт областида чоң намайиш йүз бәрди
2005.06.08
Өзбекистанниң оттура қисмидики сәмәрқәнт областида чаршәнбә күни кәң көләмлик намайиш йүз берип, намайишчилар һөкүмәттин тутуп кәткән бир нәпәр кишилик һоқуқ паалийәтчисини қоюп беришни тәләп қилған.
Америка бирләшмә агентлиқиниң мәлум қилишичә, өзбекистан бихәтәрлик қисимлири йәкшәнбә күни өзбекистан кишилик һоқуқ тәшкилатиниң бир нәпәр әзасини қолға елип, уни иқтисадий җинайәт билән қарилиған.
Өзбекистан һөкүмити тәрипидин чәкләнгән азад деһқанлар партийисиниң рәһбири ройтерс агентлиқиға, чаршәнбә күнидики намайишқа аз дегәндә 600 киши қатнашқанлиқини билдүрди.
Өзбекистан һөкүмитиниң өткән айда әнҗандики намайишчиларни қанлиқ бастуруши, һазирғичә хәлқара җәмийәтниң әйиблишигә учримақта. (Пәридә)
©
2005 Radio Free Asia