Өктичиләр рәһбири арсланбегниң сайлам һоқуқиниң елип ташлиниши кишиләрниң наразилиқини қозғиди
2005.02.25
Қирғизистан даирилириниң өктичиләр рәһбири арсланбег малийефниң сайламға қатнишиш салаһийитини елип ташлиши, нарен областидики пуқраларниң наразилиқини қозғиди.
Қирғизистанниң нарен областидики пуқраниң наразилиқ һәрикити җүмә күни 4 - күнигә қәдәм қойған. Пуқралар, малийефниң юрти боқанбайеф базиридики һөкүмәт органлирини қоршивалған шундақла бешкәк билән нарен оттурисидики чоң йолға тосақ ясиған. Намайишчиларниң сани 5 миң әтрапида болуп, әгәр һөкүмәт арсланбег малийефниң сайламға қатнишиш һоқуқини әслигә кәлтүрмисә, пайтәхт бешкәккә йүрүш қилидиғанлиқини агаһландурған. Қирғизистан али сот мәһкимиси җүмә күни һөкүм чиқирип, арсланбегниң сайламға қатнишиш һоқуқини әслигә кәлтүрүш тоғрисидики әрзини рәт қилған. Шу күни али сот мәһкимиси йәнә ақилбег җапарофниң әрзини рәт қилди.
Қирғизистан сайлам комитети җапарофниң сайламға қатнишиш салаһийитини йоқлиқини елан қилған. Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә,арсланбег сот мәһкимисиниң қарариға пуқраларниң қандақ инкас қайтуридиғанлиқи &# xFEE3;ениң ихтиралиқимдики мәсилә әмәс, дәп тәкитлигән. Қирғизистандики парламент сайлими йәкшәнбә күни үткүзилиду. Бу арида қирғизистанниң муавин ташқйи ишлар министири талант қушчибекоф, америкиниң бешкәктики дипломатик әмәлдари доналд луни ташқий ишлар министирлиқиға чақиртқан. Бешкәктики америка баш әлчиси стефан яң йеқинда қирғзиистандики сайламға хилап һәрикәтләр америка - қирғизистан мунасвитигә соғақ су сепидиғанлиқини билдүргән иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қирғизистан парламент сайлиминиң һарписида вәзийәт җиддиләшмәктә
- Қирғизистандики намайишчилар хитайға тутушидиған йолни тосиди
- Қирғизистан парламент сайлими һәққидики қарашлар(2)
- Қирғизистан парламент сайлими һәққидики қарашлар (1)
- Қирғизистан асасий қанунни иҗра қилиш соти роза отанбайиваниң әрзини рәт қилди
- Қирғизистандики өктичиләрниң наразилиқ намайишлири юқири пәллигә йәтмәктә
- Қирғизистандики өктичиләр намайиш өткүзди