Ш а о ә т өзбекистанни әндиҗандики бастурушни тәкшүрүшкә йол қоюш тоғрисида агаһландурди


2005.05.24

Ш а о ә т (NATO) сәйшәнбә күни өзбекистанға қаратқан бесимини күчәйтип, өзбекистан даирини әндиҗандики намайишчиларни бастуруш вәқәси үстидин хәлқара җәмийәтниң тәкшүрүш елип беришиға йол қоюшни тәләп қилди. Ш а о ә т, әндиҗанда йүз бәргән қанлиқ вәқәләрдин "қаттиқ биарам" боливатқанлиқини тәкитлигән.

Баш штаби брюсселдики ш а о ә т сәйшәнбә күни елан қилған баянатида, " биз өзбек аманлиқ күчлириниң чекидин ашқан һалда қарғуларчә ишлитилишини әйибләймиз," дәп көрсәтти. Ш а о ә т баянатида, б д т ни вәқә үстидин тәкшүрүш елип беришкә чақирип, өзбекистан даирилириниң тәкшүрүшкә йол қоюшини тәләп қилған.

Алдинқи күни явропа иттипақи хәлқара җәмийәтни әндиҗанда тәкшүрүш елип беришкә үндигән. Әгәр өзбекистан тәкшүрүшкә йол қоймиса, иқтисади ярдәмни тохтитиш тоғрисида агаһландуруш бәргән иди. Әмма керимоф һөкүмити хәлқара җәмийәниң тәлипини рәт қилған. Керимоф, өзбекистандики кишилик һоқуқ паалийәтчиси сейтҗаһан зәйнәбидиновни қолға алди.

Мәркизи ню - йорктики кишилик һоқуқни көзүтүш тәшкилати, керимоф һөкүмитидин зәйнәбидиновни қоюп беришни тәләп қилип, "хәлқара җәмийәт өзбекистанни зәйнәбидиновниң бихәтәрликигә капаләтлик қилишқа чақириши керәк," дәп әскәртти. Бу арида б д т ниң мусапирлар мәһкимиси, қирғизистан чигрисидики өзбек мусапирларниң бихәтәрликидин әндишә қиливатқанлиқини елан қилди. Мусапирлар мәһкимисиниң ашкарилишичә, қирғизистан һөкүмити өзбек мусапирларни юртиға қайтурмайдиғанлиқини билдүргән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.