Қазақистанниң NATO билән болған һәмкарлиқи күчәймәктә


2006.01.15

"Бүгүнки қазақистан" агентлиқиниң учур беришичә, брюсселдики шималий атлантик окян әһди тәшкилатиниң шитабини зиярәт қилған қазақистан муавин дөләт мудапиә министири булат сембиноп йетәкчиликидики бир һәрбий вәкилләр өмики билән шималий атлантик окян әһди тәшкилати арисида "NATO вә қазақистан " дегән темида йиғин өткүзүлүп, қазақистанниң шималий атлантик окян әһди тәшкилати билән болған һәмкарлиқ пилани тәйярлап чиқилған һәм музакирә қилинған.

Хәвәрдин ашкарилинишичә, қазақистан билән NATO ниң мәзкур өз алдиған елип баридиған һәмкарлиқ пилани район характерлиқ вә хәлқаралиқ бихәтәрликни күчәйтиш, һәрбий күчләрниң өзара алақилирини чоңқурлаштуруш вә ортақ һәрбий һәрикәт һәмкарлиқи елип бериш, терроризмға қарши күрәш һәм пән-техника, шуниңдәк әкологийә вә башқа мәсилиләрдики һәмкарлиқларға қаритилған. Әгәр бу пиланлар әмәлгә ашса, қазақистан оттура асиядики мәмликәтләр ичидә биринчи қетим NATO билән йеңи сәвийидә, айрим йосунда һәмкарлашқан дөләткә айлинидикән.

Мәлумки, қазақистан, қирғизистан қатарлиқ мәмликәтләр NATO ниң "тинчлиқ үчүн һәмкарлиқ программиси" ға әза болуп, бу дөләтләр бир қанчә йиллардин буян NATO билән изчил һәмкарлишип, өзлириниң һәмкарлиқ дәриҗисини өстүрмәктә . Бу дөләтләр NATO ниң демократийә вә һәрбий өлчәмлиригә йетиш үчүн тиришмақта.

Йеқинда қазақистан һөкүмити атағлиқ өктичиләр рәһбири ғалимҗан җақиянопни түрмидин азад қилған.(Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.