Назарбайеф қазақистанни дунядики әң тәрәққи қилған 50 дөләтниң биригә айландурмақчи
2005.12.18
Йеқинда қазақистан президенти нурсултан назарбайеф пүтүн қазақистанға нутуқ сөзләп, өзиниң қазақистанни қисқа вақит ичидә заманивилаштуруп, уни дунядики әң тәрәққи қилған 50 дөләтниң биригә айландуридиғанлиқини елан қилған.
Оттура асия учур мәркизиниң сәһиписидә елан қилинған назарбайефниң нутқидин мәлум болушичә, нурсултан назарбайеф бу қетимқи президент сайлимиға юқири баһа бериш билән биргә өзиниң қазақистанни гүлләндүрүш лаһийисини оттуриға қойған, униң бәргән вәдисидин қариғанда, у қазақистанни төт тәрәптин заманивилаштурушни мәқсәт қилған болуп, буларниң биринчиси иқтисадий җәһәттин заманивлишиш, иккинчиси иҗтимаий параванлиқ җәһәттики заманивилишиш шуниңдәк йәнә демократийә һәм сиясий заманивилишиш билән дөләт бихәтәрлики җәһәттики заманивилишиштур.
Нурсултан назарбайеф өзиниң йәнә йәттә йиллиқ президентлиқ мөһлити җәрянида мәзкур пиланлирини әмәлгә ашуридиғанлиқиға кишиләрни ишәндүрүшкә тиришқан. Қазақистан мол нефит вә тәбиий газ записиға игә мәмликәт болуп, мутәхәссисләрниң баһасиға қариғанда қазақистан даирилири енергийә байлиқлирини кәң көләмдә сетиш арқилиқ иқтисадий вә иҗтимаий тәрәққиятни капаләткә игә қилмақчи болған. Әмма, қазақистан һөкүмитиниң бу пилани бир қисим өктичиләр тәрипидин тәнқиткә учримақта. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қазақистандики президент сайламниң нәтиҗиси давамлиқ тәнқиткә учримақта
- Хәлқара тәшкилатлар, қазақистандики сайламниң өлчәмгә йәтмигәнликини оттуриға қоймақта
- Қазақистандики сайлам нәтиҗиси һәққидә уйғурларниң һес қилғанлири
- Назарбайеф қазақистан президентлиқиға қайта сайланди
- Қазақистанда президент сайлими болди