Атасу - алатав нефит турубисида декабирдин башлап нефит еқитилишқа башлайду


2005.07.07

Қазақистан президенти нурсултан нәзәрбайевниң ашкарилишичә, қазақистан билән уйғур аптоном райони оттурисидики атасу - алатав нефит турубисида, бу йил 16 - декабирдин башлап нефит еқитилишқа башлайдикән. Нәзәрбайев бу хәвәрни, хитай дөләт рәиси ху җинтав йеқинда қазақистанни зиярәт қилғанда униң билән биргә өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида ашкарилиған.

1000 Километир узунлуқтики атасу - алатав нефит турубиси қазақистанниң оттура қисмидики атасудин башлинип, алатав еғизи арқилиқ уйғур аптоном райониниң майтағ райониғичә бариду.

Мәзкур қурулушқа 700 милйон доллар мәбләғ селинған. Бу қурулуш хитайниң оттура асия әллиридин нефит вә тәбиий газға еришиш истратегийисиниң бир қисими. Мәзкур қурулуш ахирлашқанда йилиға 10 милйон тонна нефит еқидикән. Хитай һөкүмити бу санни 2008 - йилға барғанда 20 милйонға чиқиришни пиланлимақта. Бу арида дөләт игиликидики җоңго нефит ширкити, қазақистан нефит тәбиий газ ширкити мунайгаз билән икки дөләт арисида атасу- алатав нефит турубисиға яндаш тәбиий газ турубиси ятқузуш мәсилисини музакирә қилмақтикән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.