Қазақистанда сиясий өктичи 5 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинди
2006.05.16
Қазақистан соти, қазақистандики сиясий өктичи әлибек җумабайифни аммивий қалаймиқанчилиқ чиқарған дәп әйибләп, бәш йил қамақ җазасиға һөкүм қилди. Қазақистандики асаслиқ өктичи партийә болған адаләтлик қазақситан үчүн партийисиниң сәйшәнбә күни билдүрүшичә, тараз шәһәрлик соти дүшәнбә күни бир шаһитниң, җүмабайиф маңа президент нәзәрбайифниң рәсимини көйдүр, деди, дегән сөзлиригә асасән җүмабайифни бәш йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған.
Адаләтлик қазақистан үчүн партийисиниң билдүрүшичә, сотта бир гуруппа шаһитлар җүмабайифниң " биз бир инқилаб қозғимақчи " дегәнликини билдүргән. Сот уларниң бу сөзлиридин җүмабайифни бәш йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилишта йәнә бир дәлил сүптидә пайдиланған.
Адаләтлик қазақистан үчүн һәрикитиниң баянатида, әгәр җүмабайиф " биз бир инқилаб қозғимақчи " дегән болсиму, сотниң уни мушу сөзлири үчүн бәш йилға һөкүм қилиши адаләткә қарши ишләнгән бир җинайәт һесаблиниду, дейилгән.
Баянатта, қазақистандики демократик күчләр хәлқара җамаәтниң әлибек җүмабайифни сиясий мәһбус дәп етрап қилиши үчүн барлиқ тиришчанлиқини көрситидиғанлиқи билдүрүлгән.
Хәвәләргә қариғанда, 2003- йили окраинийидә вә 2004- йили грозийидә сиясий һакимийәтләрниң өзгиришигә сәвәб болған кәң көләмлик наразилиқ һәрикәтлиридин әндишиләнгән қазақистан һөкүмити, 2005- йилиниң ахирида елип берилған президент сайлиминиң һарписида, сиясий өктичиләргә зәрбә бериш һәрикити елип барған иди. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Җинайи гуруһлар йетәкчиси дәп әйиблиниватқан қирғиз парламент әзаси етип өлтүрүлди
- Өзбекистан һөкүмити өктичи бай сәнҗәр өмәрофни 13 йиллиқ түрмигә ташлиди
- Қазақистанниң сабиқ министири алтунбек өлтүрүлди
- Өзбекистан әнҗан вәқәсини ашкарилиған қанун қоғдиғучисиға қамақ җазаси елан қилди
- Өзбекистан һөкүмити сиясий өктичи һидайәтовани қолға алди









