Узбек кишилик һоқуқ паалийәтчисиниң оғли сахта пул ясаш билән әйибләнди
2006.05.29
Өзбекистан сақчилири өткән йилдики әндиҗан вәқәсидә қолға елинған өзбек кишилик һоқуқ паалийәтчисиниң оғлини сахта пул ясаш билән әйиблиди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң мәлум қилишичә, өзбекистан даирилири 27 яшлиқ илһам зайнабиддиновни 22-май күни қолға алған болуп, уни қирғиз вә өзбек пулини шундақла сахта марка вә һөҗҗәтләрни ясаш җинайити билән әйиблигән. Өзбекистандики өктичи "фәрғанә" тор бети өзбекистан сақчи даирилириниң илһамни униң атиси кишилик һоқуқ паалийәтчиси саидахандин өч елиш мәқситидә қолға алғанлиқини мәлум қилди.
Саидахан зайнабиддинов өткән йилидики 13-май әндиҗан қирғинчилиқида чәтәл мәтбуатлириға учур тәминлигәнлики сәвәбидин, өзбекистан һөкүмити тәрипидин дөләтниң асасий қанун бәлгилимилиригә һақарәт вә тәһдит салған дегән җинайәт билән әйиблинип, 7 йиллиқ түрмә җазасиға һөкүм қилинған иди.
Өзбекистан даирилири әндиҗан вәқәсидә 187 кишиниң өлгәнликини елан қилған. Әмма кишилик һоқуқ паалийәтчилири өлгән кишиләр саниниң 700 дин ашидиғанлиқини билдүрмәктә. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати ғәрб әллирини өзбекистанға җаза қоюшқа үндиди
- Өзбекистан кишилик һоқуқ рәһбири әзәмҗанни қолға алди
- Өзбекистан б д т ниң бу дөләттики мусапирлар ишханисини тақиди
- Өзбекистан һөкүмити мәтбуат контроллуқини күчәйтмәктә
- Өзбекистанда өктичи қуяш нури партийисиниң рәһбири қамақ җазасиға һөкүм қилинди