Өзбекистан парламинти өлүм җазасини бикар қилишини мақуллиди


2007.06.30

29‏- Июн күни өзбекистан парламинти кеңәш палатаси, өлүм җазасини бикар қилиш тоғрисида өзбекистан асасий қануниға киргүзүлгән өзгиришни мақуллиди.

Асасий қанунға киргүзүлгән өзгиришкә асасән, өлүм җазаси әмәлдин қалдурулуп, буниңдин кейин өлүм җазасиниң орниға муддәтсиз қамақ җазаси берилидикән. Өзбекистан, оттура асия җумһурийәтлири арисида өлүм җазаси иҗра қилиниватқан бирдин бир дөләт һесаблиниду.

Гәрчә өзбекистан даирилири, қанчилик кишиниң өлүм җазасиға һөкүм қилинғанлиқи, қанчилик һөкүмниң иҗра қилинғанлиқи һәққидә ениқ мәлумат бәрмисиму, әмма өзбекистанда өлүм җазаси кәң иҗра қилиниватқан болуп, өлүм җазасиға һөкүм қилинған кишиләрниң уруқ-туққанлири һөкүм иҗра қилнғандин күнләр һәтта һәптиләр кейин, җазасиниң иҗра қилинғанлиқидин хәвәрдар болмақта.

Хәвәрләргә қариғанда, өзбекистан президенти ислам кәримоф өзи, өлүм җазасини бикар қилишини тәшәббус қилған.

Көпчиликкә мәлум болғандәк болупму, 2005‏- йили май ейида өзбекистанниң әнҗан шәһиридә йүз бәргән қанлиқ бастуруштин кейин, кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә ғәрб дөләтлири ислам кәримоф һакимийитини оттура асиядики әң диктатор һакимийәт дәп қаримақта.

Әнҗан шәһиридики бастуруштин кейин, хәлқарада қаттиқ тәнқидгә учриған президент кәримоф, хитай вә русийини зиярәт қилип, бейҗиң вә москва ниң қоллишиға еришкән һәмдә улар билән һәр җәһәттин һәмкарлиқини күчәйткән. Әмма йеқиндин бери өзбекистан һөкүмити америка, болупму яврупа иттипақи дөләтлири билән мунасивәтлирини қайтидин әслигә кәлтүрүш үчүн тиришчанлиқ көрсәтмәктә. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.