Осама бин ладин һелиму афғанистанда болуши мумкин


2005.01.10

Афғанистанниң шәрқи районида паалийәт елип бериватқан америка қисимлириниң қомандани полковник гари чәк, осама бин ладин һелиму афғанистанда йошурунған болуши мумкин, диди .

Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, гари чәк , осама бин ладинниң өзиниң һәрбий паалийәт даириси ичидики афғанистанниң пакистан чегрисиға йеқин тағлиқ районда болуши мумкинликини билдүрди .

Полкониң чәкниң ейтишичә, нөвәттә афғанистанниң пакистан чегрисиға йеқин тағлиқ районда паалийәт елип бериватқан чәтәллик җәңчиләрниң сани анчила көп әмәс икән. Лекин җалалидин һәққани қатарлиқ талибан қоманданлириға қарашлиқ җәңчиләрниң сани хили көп болуп, булар америка һәрбий қисимлири үчүн әң чоң тәһдид һесаблинидикән.

Осама бин ладин вә униң муавини әйман әлзаваһириниң афғанистан - пакистан чегрисидики тағлиқ районда йошурунғанлиқи пәрәз қилинмақта.

Америка қисимлириниң осама бин ладинни тутуш вә яки өлтүрүш мәқситидә афғанистандики талибанлар һакимийитигә қарши башлиған һәрбий һәрикитидин кийин үч йилдин көпрәк бир вақит өтти. Гәрчә талибанлар һакимийити гумран болған болсиму, америка әсли нишани осама бин ладинни техичә қолға чүшүрәлмиди.

Америка һөкүмәт әмәлдарлири осама бин ладинниң қайси йәрдә икәнликини билмәйдиғанлиқини билдүрмәктә . Лекин, афғанистан президенти һамид карзай өткән айда бәргән баянатида, осма бин ладинниң һелиму афғанистан - пакистан чегра районида икәнликини тәкитлиди. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.