Путин оттура асия рәһбәрлири билән көрүшти
2007.06.10
Шәнбә күни русийә президенти владимир путин санктпетербургта өткүзүлгән мустәқил дөләтләр һәмдостлуқиниң нарәсмий йиғини җәрянида өзбекистан президент ислам кәримоф вә таҗикистан президенти емам әли рахманофлар билән айрим көрүшүп, русийиниң улар билән болған мунасивәтлирини музакирә қилған.
Интерфакис агентлиқиниң учуриға асасланғанда, мустәқил дөләтләр һәмдостлуқи әллири алий рәһбәрлириниң нарәсмий йиғини һәр йили бир қетим ечилиду, буниңда һәмдостлуқниң ортақ мәсилилири музакирә қилиниду. Бу қетимқи йиғинда қазақистан президенти нурсултан назарбайеф көчмәнләр мәсилисини бу йилқи асасий мәсилә сүпитидә музакирә қилип, уни һәл қилишниң йоллирини тепишни оттуриға қойған. У йәнә мустәқил дөләтләр һәмдостлуқиниң явропа иттипақи билән болған иқтисадий һәмкарлиқлирини ашурушни тәләп қилған .
Президент путин ислам кәримоф билән айрим көрүшүп, русийә билән өзбекистан арисида түзүлгән истратегийилик һәмкарлиқ келишимгә үч йил тошқанлиқини әслитиш билән биргә икки тәрәп мунасивәтлириниң нормал тәрәққиятидин рази икәнликини көрсәткән. Кәримофму сода мунасивәтлириниң күчийип, өткән йилидикидин % 60 ашқанлиқини тәкитлигән. Арқидин путин таҗик рәһбири рахманоф билән көрүшүп, икки дөләтниң һәрбий саһәдики һәмкарлиқлири мәсилисини тилға алғанда, рахманоф русийидики таҗик көчмәнлири мәсилисини оттуриға қойған.
Оттура асия күзәткүчилири русийиниң йеқиндин буян өзбекистан вә таҗикистан билән болған һәмкарлиқни күчәйтишкә тиришқан болсиму, лекин бу икки дөләт билән болған мунасивәтләрдә бәзи соғуқчилиқларниң көрүлүшкә башлиғанлиқи, сәккиз санаәтләшкән дөләт йиғинида русийиниң ғәрбниң тәнқидигә учриши һәмдә президент бушниң албанийә, полша, чех қатарлиқ әлләрни зиярәт қилиши шуниңдәк косова мустәқиллиқи вә ракетадин мудапиә көрүш пилани қатарлиқ муһим мәсилиләргә тоғра кәлгән мәзкур йиғинниң русийиниң нурғун истратегийилик пиланлири билән мунасивәтлик икәнликини көрситишмәктә. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- явропа иттипақи мәркизий асия дөләтлиригә 12 милйон доллар бәрди
- Хитай һөкүмити оттура, ғәрбий асия мунбири йиғинида "һәмкарлишип инақ асия қуруш' ни тәшвиқ қилған
- Алма-атада, уйғур музикилик - шеир кечилики
- Назарбайефниң оттура асия дөләтлири иттипақи қуруш идийиси әмәлгә ашамду?
- Қирғизистандики вәзийәт
- Афғанистанниң пайтәхти кабулда өзини өлтүрвелиш характерлик партлитиш һуҗуми йүз бәрди
- Оттура асия райони иқтисадий һәмкарлиқ кеңишиниң йеғини үрүмчидә ечилмақчи
- японийә оттура асия әллири билән һәмкарлиқини күчәйтишкә вәдә бәрди