Назарбайеф мәркизий асия дөләтлири иттипақи қурушни йәнә тәшәббус қилди
2007.10.07
5-Өктәбир күни таҗикистан пайтәхти дүшәнбидә өткүзүлгән мустәқил дөләтләр һәмдостлиқиға әза дөләтләр башлиқлири йиғинида қазақистан президенти нурсултан назарбайеф мәркизий асия дөләтлири иттипақини қуруш идийисини йәнә бир қетим рәсмий оттуриға қойди, русийиниң интерфакис агентлиқиниң учуридин мәлум болушичә, назарбайеф мухбирларни күтүвелиш мурасимида өзиниң мәзкур йиғинда мәзкур иттипақини қурушни тәшәббус қилғанлиқини ашкарилап, мәркизи асия дөләтлириниң җуғрапийилик җайлишиш җәһәттин бағлиниш билән биргә ортақ тил вә ортақ мәдәнийәт қиммәтлиригә игә икәнликини, шуңа мундақ бир иттипақни қурушниң 55 милйон адәм яшайдиған бу дөләтләрниң иқтисадий мәсилилиринила әмәс бәлки сиясий мәсилилирини һәл қилишниму мәқсәт қилидиғанлиқини тәкитлигән.
" Бу йәрдә көчмәнләр мәсилиси, зәһәрлик чекимлик мәсилиси вә террорчилиқ хәтәрлири бар. Бу мәсилиләрниң һәммисини биз бирликтә һәл қилалаймиз, әлвәттә, бу йәрдә йәнә русийә билән қоюқ мунасивәт бағлашму зөрүрдур" дәйду нурсултан әбиш оғли назарбайеф.
Назарбайефниң бу йиғинда мәркизий асия дөләтлири иттипақини қуруш идийисини оттуриға қоюши мустәқил дөләтләр һәмдостлуқиниң аҗизлаватқанлиқи, бу тәшкилатниң нами бар әмәлийити йоқ нәрсигә айлинип қеливатқанлиқи билән бағлиқ икәнлики пәрәз қилинмақта. Назарбайефниң мәркизий асия дөләтлири иттипақини қуруш идийиси қирғизистан тәрипидин қоллашқа еришилгән болсиму, бирақ өзбекистан президентиниң бу мәсилигә соғуқ муамилидә болуватқанлиқи, униң мәркизий асияниң бирлишишидин өзбекистанни чәткә қалдуриватқанлиқи оттуриға қоюлмақта. Бундақ болушидики сәвәб өзбекистанниң райондики рәһбири дөләт болуш мумкинчилики азлап, қазақистанниң бу районда күчлүк вә бай дөләткә айлиниш билән хәлқаралиқ тәсири ешиватқанлиқи икән.
Бу қетим дүшәнбидә мустәқил дөләтләр һәмдостлуқи , коллектип бихәтәрлик келишими, вә явро-асия таможна иттипақи қатарлиқ үч тәшкилатниң йиғини арқиму-арқидин ечилған болуп, русийиниң мәзкур тәшкилатларни күчәйтиш арқилиқ, сабиқ совет иттипақиға охшаш бир күчлүк мәмликәткә айлинип, русийиниң явро-асиядики тәсир күчини тиклимәкчи болуватқанлиқи сәвәбидин назарбайефниң мәркизий асия дөләтлири иттипақини қуруш ғайисиниң москваға яқмаслиқи пәрәз қилинмақта. ( Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Русийә, нәзәрбайифниң оттура асия иқтсадий иттипақи пиланиға соғақ муамилә қилди
- Хитай һәрбий даирилири русийә-хитай бирләшмә маневирға қатнашқанларни мукапатлиди
- Өзбекистанниң вәзийити һәққидә түрлүк анализлар мәйданға кәлмәктә
- Қазақистан коммунистлири америкини хитайға тәһдит салмаслиққа чақирди
- японийә қирғизистанға актип ярдәм бериду
- Оттура асия рәһбәрлири диний әсәбиликниң райондики тәһдитини көптүрүвәткән
- Түркмәнистан вә афғанистан йеңи туруба йоли ясашни пиланлимақта
- Путин оттура асия рәһбәрлири билән көрүшти
- явропа иттипақи мәркизий асия дөләтлиригә 12 милйон доллар бәрди