Бишкәктә мәркизий асия дөләтлири иттипақини қуруш мәсилиси музакирә қилинди
2007.11.18
Қирғизистан учур агентлиқлириниң хәвәр қилишичә, буниңдин бир қанчә күн илгири бишкәктики бир қисим сиясий әрбаблар вә алимлар қазақистан президенти нурсултан назарбайеф оттуриға қойған мәркизий асия дөләтлири иттипақини қуруш идийисини музакирә қилған болуп, буниңға қазақистанниң қирғизистанда турушлуқ баш әлчиси өмүр узақ өзбекофму қатнишип, пикир баян қилған.
Дүгләк үстәл түсини алған мәзкур сөһбәттә қазақистан әлчиси мәркизий асия дөләтлири иттипақини қурушниң түп нишаниниң мәркизий асияда яшиғучи хәлқләр вә дөләтләрниң әһвалиниң яхшилинишини илгири сүрүш һәмдә тинч тәрәққиятни капаләткә игә қилип, инақ қошнидарчилиқ мунасивәтлирини күчәйтиш икәнликини тәкитлигән.
Бу йиғинда бирдәк һалда қирғизистан билән қазақистанниң мәркизий асия дөләтлири иттипақиға қатнишишқа тәйяр икәнлики муәййәнләштүрүлгән болсиму. Бирақ, һазирғичә башқа дөләтләр техи ениқ бир мәйданини ипадә қилмиған, қирғизистан сиясәтчиләр бирләшмисиниң башлиқи нур отаноф буниң сәвәблири һәққидә тохтилип, буниңдики сәвәбниң асаслиқ мәзкур иттипақни қурушқа мунасивәтлик бирдәк қоллашқа еришилгән көз қарашниң болмиғанлиқи икәнликини тәкитлигән. У, буниң үчүн иқтисадни биринчи орунға қоюшни оттуриға қойған.
Тәһлилчиләрниң қаришичә, өзбекистан билән қазақистан арисидики бәзи ихтилаплар болупму, өзбекистан мәркизий асия районидики рәһбирий дөләтлик салаһийәткә болған интилиши түпәйлидин иқтисадий тәрәққияти тез ешип, дуняниң диққитигә еришиватқан қазақистанниң районда рәһбирий дөләтлик орунға өтүшини халимиғанлиқи түпәйлидин назарбайевниң бу идийисигә разилиқ билдүрмигән болуши мумкин.
Нөвәттә, назарбайеф мәркизий асия дөләтлири бирлишип бир иттипаққа айланғанда бихәтәрлик вә иқтисадий тәрәққият җәһәттин алға басидиғанлиқини шәрһилигән иди. 17-18-Күнлири болса, барлиқ түркий дөләтлири вәкиллири бакуға топлинип, бирлишишниң башқичә йоллирини музакирә қилған. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Әзәрбәйҗанда түркий дөләтлириниң қериндашлиқ қурултийи чақирилди
- Оттура асия дөләтлири террорға қарши күрәштин пайдилинип өктичиләрни бастурмаслиқи керәк
- Мәркизи асия иқтисади һәмкарлиқ гәвдисигә әза дөләтләрниң баш министирлири дүшәнбидә учрашти
- Хитай : оттура асия башлиқлар йиғини "бөлгүнчилик" вә енергийә мәсилисини музакирә қилиду
- Өзбекистан -русийә бихәтәрлик даирилири давамлиқ пүтүшти
- Хитай оттура асияда асаслиқ ролчи сүпитидә мәйданға кәлмәктә
- Назарбайеф мәркизий асия дөләтлири иттипақи қурушни йәнә тәшәббус қилди
- Русийә, нәзәрбайифниң оттура асия иқтсадий иттипақи пиланиға соғақ муамилә қилди
- Қирғизистан президентиниң келиштүргүчи вәкили хитай көмүрчилик карханилирини әйиблиди
- Хитай һәрбий даирилири русийә-хитай бирләшмә маневирға қатнашқанларни мукапатлиди